Канаданиң ваңковер шәһиридики тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
2007.03.11
Дуня уйғур қурулитийи тор бәтиниң хәвәр қилишичә, 10-март күни канаданиң ваңковәр шәһиридә өткүзүлгән тибәтләрниң наразилиқ намайишиға бу йәрдики бир қисим уйғурларму қатнашқан.
Намайиш ваңковәрдики тибәтләр җәмийитиниң уюштуриши билән шәһәр мәркизидә елип берилған болуп, бунинға ваңковәрда яшайдиған уйғурлардин өмәрҗан борә вә йәнә бир қисим исмини ашкарилашни халимайдиған уйғур әрбаблири иштирак қилған. Мәзкур намайишқа шу йәрдики тибәтләрдин башқа йәнә канаданиң биритиш коломбийә районидики бир қисим тибәтни қоллайдиған орунлар вә, инсан һоқуқи тәшкилатлириниң әзалириму қатнашқан болуп, адәм сани 300 дин ашқан.
Хәвәргә қариғанда, өмәрҗан бөрә уйғурларға вакалитән нутуқ сөзләп тибәт вә уйғур хәлқиниң тәқдирдаш икәнлики, уйғурларниң тибәтләрни қоллайдиғанлиқини изһар қилғанда, намайишчилар " шәрқий туркистанға мустәқиллиқ" дегәндәк шоарларни товлашқан.
Намайишчилар йәнә ванковәр шәһәр мәркизидин хитай консулханиси алдиғичә болған 6 йәрим километир мусапини намайиш билән пиядә бәсип, йол бойи тәшвиқат қилиш усулини қолланған.
Мәлуматларға қариғанда, 3-айниң 10-куни тибәтләрниң 1959-йили юз бәргән чоң қозғилиңиниң 48 йиллиқ хатирә күни болуп, әшу йили далай лама тибәттин қечип чиққан иди. Йеқинқи йиллардин буян тибәтләр билән уйғурларниң намайишлири вә паалийәтлиридә бирлишиш йолиниши күчийишкә башлиған болуп, 2005-йили вашингтонда өткүзүлгән 10 нәччә миң киши қатнашқан далай ламаниң нутуқ сөзләш паалийитидә рабийә қадир сәһнигә тәклип қилинған шуниңдәк далай лама шәрқий түркистан вә уйғурлар мәсилиси һәққидә тохтилип, икки хәлқниң тәқдирдашлиқини тәкитлигән иди. Буниңдин башқа йәнә хәлқара тибәтһәрикити тәшкилатиму рабийә қадирни күтүвелиш мурасими өткүзгән иди. (Үмидвар)