Қирғизистан даирилири түркистан ислам һәрикитиниң шу җайдики бир йәрлик рәһбирини өлтүрди
2006.09.04
Қирғизистан һөкүмити, дүшәнбә күни түркистан ислам партийисиниң ош районидики йәрлик рәһбири, дәп тонулған рәсул ахуновниң қирғиз бихәтәрлик хадимлири тәрипидин өлтүрүлгәнликини җакарлиди.
Қирғизистан дөләт бихәтәрлик идарисиниң әскәртишичә, рәсул ахунов өткән шәнбә күни оштики өйидә қирғизистан дөләт бихәтәрлик идарисиниң хадимлириға тәслим болушни рәт қилғандин кейин етип өлтүрүлгән.
Қирғизистанниң муавин ички ишлар министири омурбек суваналийев, рәсул ахуновни қирғиз аманлиқ күчлири тәрипидин өлтүрүлгән түркистан ислам партийисиниң райондики бир қанчә рәһбәрлиридин бири, дәп көрсәтти.
Қирғизистан һөкүмити рәсул ахуновни бу йил 12 - майда қирғизиситан - таҗикистан чегрисидики қаравулаханилриға һуҗум қилип, 9 кишини өлтүргән зәрбидарларниң бири, дәп әйиблиди. Шу вәқәдин кейин қирғизистан даирилири ош областида исламчи күчләргә қарши тазилаш елип барған. Лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлири болса бешкәк һөкүмити диндар кишиләрни бастурмақта, дәп әйиблиди вә президент бақийевни өзбекистан диктатори ислам кәримопниң изидин маңмақта, дәп тәнқидлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан алий соти ниғмәт һаҗи босақопни өлтүргәнлик җинайити билән бир адәмни өлүмгә һөкүм қилди
- Қирғизистан уйғур елигә тутишидиған төмүр йоли ясимақчи
- Қирғизистанниң җәнубидики уйғурлар өзбекләшмәктә
- Қирғизистандики вәзийәт тинҗиған болсиму, мәтбуатлардики қаршилиқлар давамлашмақта
- Бешкәктики булаң- талаңда он нәччә уйғур яриланди