Хитай һөкүмити қәшқәрдин хотәнгичә төмүр йол ясашни пиланлимақта


2004.10.25

" Шинҗаң иқтисад гезити" ниң дүшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда, уйғур аптунум раюнлуқ тәрәққият пилан комитити , хитайниң мәмликәтлик 1 - қедириш- лайиһәләш идариси билән тохтам түзүп, қәшқәрдин хотәнгичә төмүр йол ясаш иһтималлиқи үстидә тәтқиқат елип беришқа башлиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити хотәнгә төмүр йол ясаш арқилиқ, хотәнниң иқтисати тәрәққиятини илгири сүрүшни, шуниң билән биллә йәнә хотәнниң муқимлиқини күчәйтишни мәқсәт қилған.

Хәвәрдә "хотән чегра раюнға җайлашқан, ситиратигийилик орни интайин муһим. Шоңа хотәнниң муқимлиқини сақлаш муһим әһмийәткә игә" дәп тәкитләнгән. Әмма хитай даирилири хотәнгә төмүр йол ясаш билән хотәнниң муқимлиқини сақлашниң қандақ мунасивити барлиқи һәққидә изаһат бәрмигән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң төмүр йолни хотәнгичә туташтуруши йәрлик хәлққә мәнпәәт әмәс, бәлки апәт елип елип килидиғанлиқини билдүрмәктә. Униң илгири сүришичә, төмүр йол зор түркүмдики хитай көчмәнлириниң уйғурлар зич олтурақлашқан раюнларға көчүп келишини асанлаштуруп, йәрлик уйғурларниң миллий кимлики, тили вә мәдәнийәтлиригә зор дәриҗидә тәһдид елип келиши момкин. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.