Уйғур аптоном районида тарим айланма төмүр йол линийиси қурулиду


2005.06.14

Уйғур аптоном районлуқ тәрәққият вә ислаһат комитетидики даириләрниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити 2006 - йилдин 2010 - йилғичә хитайниң 11 - бәш йиллиқ пилани ичидә қумулдин лопнурға төмүрйол ятқузидикән шундақла қәшқәрдики төмүрйолни хотәнгә қәдәр туташтуридикән.

Хитай ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, аптоном районлуқ тәрәққият вә ислаһат комитетитиниң муавин мудири рәйһан йүсүп, төмүрйолни лопнурға туташтуруштики асаси мәқсәт, мәзкур райониниң дуняда аз учрайдиған калийлиқ туз байлиқиға моллиқидур, дәп көрсәткән.

Рәйһан йүсүпниң тәкитлишичә, дөләт корла билән қәшқәр арисиға төмүрйол ятқузушни пиланлиғанда киримниң чиқимни қамдиялмаслиқидин әнсиригән. У, "һазирқи әһвалдин қариғанда төмүрйол ясш тоғра болған," дәп тәкитлиди. Әмма қәшқәргә төмүрйол апириш, муһит асриғучилар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң тәнқидигә учримақта.

Мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир, бу йил априлда америка дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғинида корла - қәшқәр төмүрйолини тәнқид қилип, "уйғурларниң мәнпәәтигә зиянлиқ, муһитни вәйран қилиш характерлик қарғуларчә тәрәққият вәзийити яратти," дәп әйиблигән.

Аптоном районниң рәиси исмайил тиливалдиниң ашкарилишичә, 2004 - йили хитайниң ичкири өлкилиридин уйғур аптоном райониға кәлгән хитай йолучиларниң сани 12 милйонға йетип, алдинқи йилға қариғанда ٪ 23 ашқан. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.