Гваңҗудики тоқунушта яриланған уйғурлар әрз сунушни пиланлимақта
2004.11.11
Өткән шәнбә күни гваңҗуңниң бәййүн раюнида йүз бәргән уйғур тиҗарәтчиләр билән хитай аманлиқ сақлаш хадимлири арисидики тоқунушта яриланған уйғурлар нөвәттә хитайниң алақидар даирилиригә әрз сунушни пиланлимақта.
Мухбиримизниң игилишичә, тоқунушта хитай аманлиқ сақлаш хадимлири тәрипидин яриланған икки уйғур нөвәттә гваңҗу қуруқлуқ армийә дохтурханисида давалиниватқан болуп, уларниң икклиси техи орнидин қопалмайдикән.
Бу икки яридарға қараватқан бир уйғуркиши уларниң бириниң қулақ қисминиң еғир зәхмиләнгәнликини, йәнә бириниң һазир һошиға кәлгән болсиму, лекин гәп сөзлириниң җайида әмәсликини билдүрди.
Бу кишиниң ейтишичә, һазир барлиқ дохтурхана чиқимлирини яридарлар өзлири чиқириватқан болуп, тоқунушқа четишлиқ уйғурлар нөвәттә сотқа әрз сунуш арқилиқ, аманлиқ сақлаш хадимлириниң яридарларниң чиқимини төләшни тәләп қилмақчи икән. Бирақ бу киши, уларниң аманлиқ сақлаш хадими үстидин әрз сунидиғанлиқи үчүн, әрзиниң ақмаслиқидин әндишә қиливатқанлиқини ипадилиди. (Арзу)