Торонто шәһиридики кишилик һоқуқ мәшилини йәткүзүш паалийитигә уйғурларму қатнашти
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.05.19
2008.05.19
" Олимпик вә инсанийәткә қарши җинайәтләр тәң мәвҗуд болуп туралмайду" баш темисида елип берилған мәзкур йиғилишқа уйғурлардин башқа тибәт, судан, берма вә вйетнам тәшкилатлири вәкиллири вә нурғунлиған кишилик һоқуқ паалийәтчилириму иштирак қилған.
"Улуғ ера " гезитидә хәвәр қилинишичә, йиғилишта сөзгә чиққан мәмәт тохти хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ хитабнамисигә имза қоймиған дөләтләрниң бири икәнликини көрсәткән һәмдә паалийәт қатнашқучилирини хитай һөкүмитини"хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамиси" ни қобул қилишқа қисташта иттипақлишишқа чақирған.
Хәвәрдә нәқил қилинишичә, мәмәт тохти йәнә:" нурғун дөләтләр хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хитабнамисини етирап қилмиғанлиқини есидин чиқирип қойди . Әгәр улар шуни чүшәнмисә тибәт уйғур, фалунгуң вә хитай өктичиләргә қаритилған инсаний җинайәтләр давам итивериду" дәп көрсәткән.
Мәлум болушичә, йиғилишта йәнә онтарийоға җайлашқан тибәт аяллар бирләшмиси вәкили калсаң тсомо ханим, канада һиндистан қурултийи рәиси рон банер һәмдә канада дарфур җәмийити рәиси адам исмаил қатарлиқлар сөзгә чиққан һәмдә хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тилға елип өткән.
Кишилик һоқуқ мәшилини йәткүзүш паалийити, торунто шәһиригә җайлашқан ханиш йәни күвинс бағчисида башлинип торунто шәһәр ичидә айландурулған.