Хитай һөкүмити чәтәлләрдин хитайға йитип килидиған радио прогираммиларни тосуш тәдбирлирини күчәйтти
2004.10.25
Хитай һөкүмити хәлқниң чәтәлләрдин учурға еришишини тосуш үчүн, үрүмчи вә қәшқәр қатарлиқ шәһәрләргә чәтәлниң радио долқунлириға кашила қилалайдиған илғар антиниларни орнатти. Бу антиниларниң чөгиләп туруп қисқа долқун тосуш қабилийити бар болуп, қаплаш даириси кәң икән.
"Улуғ ира гезити" ниң дүшәнбә күни хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити үрүмчи вә қәшқәр қатарлиқ җайларда орунлаштурған бу хил илғар антиниларни фирансийә президенти җәк ширак бу айниң бешида хитайни зиярәт қилишниң һарписида, фирансийә салис (Thales) ширкитидин сетивалған.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу хил илғар типлиқ антина әсваблири әнгилийә б б с радио- тилвизийиси, америка авази вә әркин асия радиоси қатарлиқ қисқа долқунлуқ радио прогираммилирини тосушта үнүми яхши икән. Хитай һөкүмити үрүмчи вә қәшқәрдин сирт йәнә, хитайниң хәйнән, нәнҗиң, күнмиң қатарлиқ он нәччә шәһәр вә раюнлириға бу хил антинини орунлаштурған. " Олуғ ира гезити" хәвиридә, хитай һөкүмитиниң бу қилмишини, хәлқниң учур игәлләш һоқоқини дәпсәндә қилғанлиқ дәп әйиплигән.
Йеқиндин буян радийомизниң һәқсиз линийисигә хотән вә үрүмчи қатарлиқ җайлардин әркин асия радиоси уйғур бөлиминиң прогираммилирини аңлашниң қийин боливатқанлиқи һәққидә инкаслар кәлгән иди. (Арзу)