Уйғур илида 2003 - йилғичә 3 милйон бовақ туғулалмиди


2005.01.07

Хитай һөкүмити уйғур илида 1988 -йилдин бери пиланлиқ туғутни йолға қоюп, йеза нопусидики уйғурларниң 3 дин артуқ пәрзәнт көришини қәтий чәклигән. "Үрүмчи кәчлик гезити" ниң ашкарилишичә, уйғур илида нопусниң тәбиий көпийиш нисбити, 2003 -йили٪ 16 гә азайған. Бу сан хитайниң 9 - бәш йиллиқ пилани мәзгилидә ٪ 19.66 Икән. Амма "үрүмчи кәчлик гезити" нопустики ٪ 19 артишни нопусниң тәбиий көпийиши, дәп атиған. Исмайил тиливалди, пәйшәнбә күни хитай нопусиниң бир милярд 30 милйонға улашқанлиқи мунасивити билән өткүзүлгән телефон йиғинида, аптоном райони нопусиниң юқириқи йиллар ичидә 3 милйон аз туғулғанлиқини билдүргән.

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, уйғурларниң һазирқи тәбиий көпийиш нисбити 3 ٪ әтрапида болуп, нопусниң ٪ 19 яки ٪ 16 көпийиш нисбити, ичкиридин уйғур аптоном райониға келип олтурақлашқан хитай көчмәнлирини өз ичигә елиши мумкин.

Хитайниң уйғур илидики туғутни чәкләш сиясити , уйғур тәшкилатлар шундақла хәлқара кишилик һоқуқ органлирини тәнқидигә учриған. Шәрқий түркистан учур мәркизи йеқинда 1987 - йилдин һазирғичә 8 йерим милйон бовақниң туғулалмиғанлиқини илгири сүргән. Аптоном районлуқ истатистика идариси, уйғур аптоном районида қорсақтикини бовақларниң٪ 58 туғулалмайдиғанлиқи елан қилған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.