Хитай сақчилири или вилайитидә 179 туңганни тутуп кәткән
2005.08.18
Йеқинда хитай сақчи даирилири или вилайитидә "рәзил динларға қарши туруш һәрикити" ни елип берип, бу йәрдики 179 нәпәр туңган салар мусулманлирини қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланған дәп тутуп кәткән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң билдүришичә, ислам диниға етиқад қилидиған бу туңганлар, салар миллитиниң өзигә хас етиқад қилиш усули болған "салар" диний паалийитигә чоқунидиған болуп, хитай даирилири уларни қанунсиз йиғилиш паалийәтлирини уюштурған вә пән- техникиға һәмдә җәмийәткә қарши диний тәшвиқатларни қилған дегән әйибләшләр билән тутқун қилған. Шундақла улар һазирғичә қоюп берилмигән.
Или вилайитидики фең исимлик бир хитай сақчи америка бирләшмә агентлиқиниң телефон зияритини қобул қилғанда, өзлириниң нөвәттә һәқиқәтән "рәзил динларға қарши туруш һәрикити" ни елип бериватқанлиқини етирап қилған болсиму, әмма тутқун қилиш вәқәсини инкар қилған.
"Салар" хитайниң чиңхәй вә гәнсуда олтурақлашқан ислам динидики салар миллитиниң өзигә хас бир диний етиқад паалийити болуп, улар бу паалийитидә сәвр- тақәт, йол қоюш, әдәп- һөрмәт вә аддий- саддилиқни тәрғип қилиду. Шундақла буниңға асаслиқи салар вә туңганлар етиқад қилиду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити, аминиханни 37 оқуғучиси билән қолға алғанлиқини етирап қилди
- Хитай һөкүмити бир уйғур аялни қанунсиз диний тәлим бәргән дегән җинайәт билән қолға алди
- Америка диний әркинлик комитети әзалири уйғур елидики зияритидә қәшқәрғичә бармақчи
- Америка диний әркинлик комитети әзалири уйғур илини зиярәт қилмақчи
- Хитай даирилири үрүмчидә җәнуплуқ 6 уйғур яшни тутқун қилди