Түркийә вәкилләр өмики үрүмчини зиярәт қилди


2007.09.02

Түркийә җумһурийитиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси октай әпәнди башламчилиқидики бир вәкилләр өмики уйғур диярини зиярәт қилди.

Хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин қариғанда, түркийә вәкилләр өмики 31- авғуст күни кәчтә үрүмчигә йетип келип, уйғур аптоном район рәиси исмаил тиливалди қатарлиқ аптоном район рәһбәрлири билән көрүшкән.

Исмаил тиливалди сөһбәт җәрянида уйғур елиниң әһвалини тонуштуруп, "шинҗаңниң һәр хил тәбиий байлиқлири мол, буларниң һәммисиниң ечиш мумкинчилики наһайити зор ,қатнаш қатарлиқ һәр қайси асасий қурулуш әслиһәлириниң давамлиқ яхшилинишиға әгишип, шинҗаң билән ичкири һәм әтраптики дөләтләрниң алақилири күндин күнгә қоюқлашмақта. Дөләт ичи вә сиртидики чоң кичик ширкәтләр, чоң ширкәтләр гуруһлири тушму-туштин шинҗаңға келип, ечишқа қатнашмақта, шинҗаң наһайити җәлип қилиш күчигә игә иллиқ земингә айланди." Дегән.

Хәвәрдә көрситилишичә, түркийә баш әлчиси октай әпәндиму җавабән өзиниң уйғур елиға келишидики мәқситини чүшәндүрүп, түркийә билән уйғур елиниң тил, мәдәнийәт, турмуш өрип-адәт қатарлиқ тәрәпләрдин көплигән охшашлиқларға игә икәнлики, шуңа икки тәрәп техиму илгирилигән һалда һәмкарлиқни күчәйтип, ортақ гүллинишкә болидиғанлиқини билдүргән. Хәвәргә қариғанда, исмаил тиливалди уйғур елидики уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек , татар қатарлиқ түркий тиллиқ хәлқләрниң түркийә түрклири билән ортақлиқларға игә икәнлики мәсилисидә һеч қандақ инкас қайтурмиған болуп, пәқәт түркийлик меһманларниң үрүмчи йәрмәнкисигә қатнишип көрүп беқишини тәклип қилған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.