Үрүмчи йәрмәнкиси түркийә содигәрлиригә яхши шараит һазирлап бәрмәкчи

Бу йил сентәбирдә уйғур елиниң үрүмчи шәһиридә 17 - нөвәтлик сода йәрмәнкиси өткүзүлидиған болуп, хитайниң мунасивәтлик тармақлири мәзкур йәрмәнкигә қатнишидиған түркийә содигәрлиригә яхши шараит һазирлап беридиғанлиқини вәдә қилған.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.21

 Түркийә ахбарат агентлиқиниң мәлуматиға қариғанда, бу йиллиқ үрүмчи йәрмәнкисидә түркийә ширкәтлиригә 1500 квадрат метир орун аҗритилидиған болуп, бу һәқтә тохталған түркийә дөләт министири күршад түзмән, хитай базарлириға кириштә түркийә содигәрлириниң қорқумсиз болуши керәкликини көрсәткән.

Тузмән әпәнди йәнә түркийә маллириниң чоқум хитайдики иқтисади кирими юқири кишиләрни нишан қилиши керәкликини көрсәткән вә уйғур елиниң түркийә маллирини яхши көридиғанлиқиниму алаһидә тилға алған.

Үрүмчи йәрмәнкиси 17 - йилдин бери уйғур елиниң пайтәхти үрүмчигә җайлашқан көргәзмә мәркизидә өткүзүлүп кәлмәктә.
Бу йиллиқ йәрмәнкиму 1 - сентәбирдин 5 - сентәбиргичә үрүмчидә өткүзүлиду.

Бу йәрмәнкигә хитай содигәрлиридин башқа, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән нурғун нисбәттә чәтәл содигәрлири җүмлидин уйғур карханичиларму өзиниң сүпәтлик мәһсулатлири билән йәрмәнкигә қатнишиду.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.