Хитай даирилири үрүмчидә бир ай ичидә миңға йеқин кишини қолға алди
2005.06.10
Үрүмчидики хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, үрүмчи шәһәрлик җ х идариси бу йил 5 - ай ичидә үрүмчи бойичә 955 кишиниң һәр хил җинайи қилмишлар билән қолға елинғанлиқини ашкарилиди.
Хитай мәтбуатлири қолға елинғанлар ичидики 27 дило зәһәрлик чекимлик сетиш, булаңчилиқ қилиш вә алдамчилиқ җинайәтлири билән мунасивәтлик, дәп көрсәткән, әмма қалған дилоларниң характирини тилға алмиди. Үрүмчи шәһәрлик җ х идариси бу учурни алдинқи күнки үрүмчи шәһириниң 5 - ай ичидики дило паш қилиш әһвалини тонуштуруш бойичә чақирилған ахбарат елан қилиш йиғинида ашкарилиған.
Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити, йеқинда уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән аптоном район бойичә "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" қозғайдиғанлиқини җакарлап, зәрбә бериш һәрикитиниң нишани аталмиш миллий бөлгүнчиләр, террорчилар вә диний радикар күчләргә қаритилидиғанлиқини елан қилған иди.
Хәлқара кишилик һоқуқ органлири "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ни уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишниң бир түри, дәп әйиблимәктә.
Үрүмчи җ х даирилириниң ашкарилишичә, мәзкур орган 5 - айда аталмиш 3161 җинайи ишлар дилоси турғузған болуп, 5 - айдики дило паш қилиш сани 4 - айға қариғанда 35 ٪ ашқан.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай җ х даирилирини мәһбусларға тән җаза берип, мәҗбури иқрар қилдуруш билән әйиблимәктә иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дилшат ришитниң аяли хитай сақчилириниң сорақ қилишиға учриди
- Хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" билән күтүвалиду
- Америка һөкүмити рабийә қадир аилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди
- Һиндистан даирилири бир уйғур мусапирини қанунсиз тутқун қилди
- Рабийә қадир сода сарийидики икки нәпәр хадим тутқун қилинди