Хитай һөкүмити поскамда 4 нәпәр толуқсиз оттура мәктәп уқуғучисини түрмигә ташлиди
Хитай даирилири уйғур аптоном райониниң поскам наһийисидики нефит базар 1 - оттура мәктәпниң 4 нәпәр уйғур толуқсиз оттура оқуғучисини хитай оқуғучилар билән муштлашқанлиқи үчүн 2 йилдин 3 йилғичә қамақ җазасиға һөкүм қилған.
Поскамдики йәрлик мәнбәәләрниң ашкарилишичә, бу 3 - айниң 12 - күни нефит базар 1 - оттура мәктәпниң толуқсиз оттура синипидики уйғур оқуғучилар билән шу райондики хитай оқуғучилар арсида җидәл - маҗра йүз бәргән болуп, вәқәгә җамаәт хәвпсизлик органлири арлашқан шундақла даириләр мәзкур мәктәпниң толуқсиз оттура синипида оқуйдиған 4 нәпәр уйғур оқуғучини "җидәл - маҗраға йитәкчилик қилди," дәп қолға алған.
Әдлийә даирилири қолға елинған 4 оқуғучиниң 3 ни 2 йиллиқтин бирини 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. Оқуғучилар һазир поскамдики өсмүр мәһбусларни тутуп туруш орнида җаза муддитини өтимәктикән. Әмма хитай оқуғучилар һечқандақ җавабкарлиққа тартилмиған.
Мәзкур вәқә мунасивити билән даириләр поскам наһийилик нефит базар 1 - оттура мәктәпниң 4 нәпәр оқутқучисиға " оқуғучиларни миллий бөлгүнчиликкә күшкүрткән," дегән нам билән мәмурий җаза берип, айгүл абдуғени билән анаргүл ғопурни поскам наһийилик 3 - башланғуч вә 2 - оттура мәктәпләрниң тазлиқ ишчиси қилип чүшүргән. Абдулла җамал билән абдушүкүр абдурахманни хизмитидин елип ташлиған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири үрүмчидә бир ай ичидә миңға йеқин кишини қолға алди
- Дилшат ришитниң аяли хитай сақчилириниң сорақ қилишиға учриди
- Америка һөкүмити рабийә қадир аилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди
- Һиндистан даирилири бир уйғур мусапирини қанунсиз тутқун қилди
- Рабийә қадир сода сарийидики икки нәпәр хадим тутқун қилинди