Хитай һөкүмити бир уйғур аялни қанунсиз диний тәлим бәргән дегән җинайәт билән қолға алди
2005.08.14
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решитниң 14 - авғуст күни мәтбуатларға ашкарилишичә, шаяр наһийисидә 56 яшлиқ аминәхан өзи билән бир йезидикиләрниң тәлипигә бинаән, язлиқ тәтил вақтидин пайдилинип, 37 нәпәр яш - өсмүрни өз аилисигә йеғип, диний сават бәргән.
Буниңдин хәвәр тапқан шаяр наһийиси сақчи понкити, 1 - авғуст күни уштумтут ибраһим һошур аилисигә йәни аминәханниң өйигә бастуруп кирип, нәқ мәйданда аминәханни вә 37 нәпәр балини қолға алғандин сирт, 23 парчә қуран вә диний сават китабидин 56 парчә һәмдә сәидийә ханлиқиға даир тарихи китабларни мусадирә қилған.
Һөкүмәт, аминәханни қанунсиз һалда дин тарқатқан, қанунсиз диний қолланма вә әксилинқилабий китабларни йошуруп сақлиған дәп әйиблигән.
Дилшат решитниң тәкитлишичә, һөкүмәт аминәханни әйиблигәндин сирт, аминәхандин диний сават өгәнгән 37 нәпәр яш - өсмүргә мәктәп ичидә җаза бериш, уларниң ата - анисиға иқтисадий җаза бериш тәдбирлири елип барған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка диний әркинлик комитети әзалири уйғур елидики зияритидә қәшқәрғичә бармақчи
- Америка диний әркинлик комитети әзалири уйғур илини зиярәт қилмақчи
- Хитай даирилири үрүмчидә җәнуплуқ 6 уйғур яшни тутқун қилди
- Йеза кадирини өлтүрүш билән әйибләнгән икки уйғур етип ташланди
- Хитай һөкүмити диний әркинликини боғуш җәрянида өлгән бир уйғурниң "шәрәплик" қурбан болғанлиқини елан қилди