Хитай һөкүмити, аминиханни 37 оқуғучиси билән қолға алғанлиқини етирап қилди


2005.08.15

Хитай даирилири шаяр наһийидә балиларға диний тәрбийә бәргәнлики үчүн 56 яшлиқ аминихан вә униң 37 оқуғучисини тутқун қилғанлиқини етрап қилди. Хәвәрләргә қариғанда, оқуғучиларниң әң кичики 7 яш, әң чоңи 20 яшта икән.

14 - Авғуст күни, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит, хитай даирилириниң 1 - авғуст күни шаяр наһийисидә 56 яшлиқ аминиханни, йезидикиләрниң тәлипигә бинаән язлиқ тәтил вақтидин пайдилинип 37 нәпәр яш өсмүрни өз аилисигә йеғип, диний сават бәргәнлики үчүн оқуғучилири билән бирликтә тутуп кәткәликини билдрүргән иди. Униң ейтишичә, хитай сақчилири аминиханниң өйидики 23 парчә қурған, 56 дини сават китаби һәмдә сәидийә ханлиқиға даир тарихи китабларни мусадирә қилған.

Франсийә агентлиқиниң 15 - авғуст күни бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай сақчи даирилири аминихан вә оқуғучилириниң тутулғанлиқини етрап қилған. Әмма уларниң немә үчүн тутқун қилинғанлиқи һәққидә мәлумат беришни рәт қилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, аминихан билән бирликтә тутуп кетилгән бәзи балиларниң ата-анилири 7000 дин 10000 йүвәнгичә җәриманә төләш арқилиқ балилирини қутултуривалған. Бу ата-анилар җәриманә пулини тепиш үчүн қой вә калилирини сатқан.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири дөләт контроллуқи сиртидики пүтүн диний паалийәтләрни чәклигән хитай һөкүмитиниң, терроризмға қарши туруш нами астида уйғурларниң диний әркинликини боғиватқанлиқини билдүрмәктә.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати вә хитайда кишилик һоқуқ тәшкилати бу йилниң башлирида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити һәққидә доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни диний вә мәдәний һоқуқидин мәһрум қалдуруп, уларниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлиқини тәкитлигән.

Хитайда кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мудири, шарун һом хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитай дөлити үчүн бир миллий тәһдид дәп қарайдиғанлиқини билдүрмәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.