Хитай учтурпанда 10 нәпәр уйғурни бөлгүнчилик билән әйибләп қолға алди
2005.08.24
Хитай сақчи даирилири уйғур елиниң учтурпан наһийисидә 10 нәпәр уйғурни, мустәқиллиқ вә бөлгүнчиликни тәрғип қилған һәмдә диний тәшвиқатларни елип барған дәп әйибләп, қолға алди.
Германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң билдүришичә, учтурпан наһийилик җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин қолған елинған бу уйғурлар учтурпанниң ақяр йезисидин болуп, сақчилар булар һәққидә учурға еришкәндин кейин, уларниң өйлиригә уштумтут бастуруп киргән.
Нәтиҗидә, ақяр йезисиниң 15 - кәнтидики деһқан җүмәк әхәт, имамнияз ғоҗәк вә абдул рахманларниң өйидин, мустәқиллиқ һәрикәтлири тәшвиқ қилинған үналғу лентисидин 30 и, шундақла йәнә, 30 ға йеқин мустәқиллиқ вә ислам диниға аит китап байқалған. Хитай даирилириниң нәзиридә бу хилдики лента вә китапларниң һәммиси қанунсиз боюмлар дәп қарилиду.
Ақсу вилайәтлик сақчи идарисидики исмини ашкарилашни халимиған бир сақчи хадими, франсийә ахбарат агентлиқиға бу кишиләрниң қанунсиз тәшкилатларға қатнашқанлиқини һәмдә уларниң дөләтни парчлаш җинайити билән әйибләнгәнликини билдүрди.
Хәвәрләрдә йәнә, бу уйғурларниң һәтта бу йил өктәбирдә йәни уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мәзгилдә, уйғур елиниң мустәқиллиқини җакарлимақчи болғанлиқи илгири сүрүлгән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян уйғур елиниң һәр қайси җайлирида мушундақ тутқун паалийәтлирини елип бериватқанлиқини әскәртип, мәзкур тәшкилатниң хитай һөкүмитидин, тинч йолда паалийәт елип барған бу уйғурларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилидиғанлиқини тәкитлиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сақчилири или вилайитидә 179 туңганни тутуп кәткән
- Хитай һөкүмити, аминиханни 37 оқуғучиси билән қолға алғанлиқини етирап қилди
- Хитай һөкүмити бир уйғур аялни қанунсиз диний тәлим бәргән дегән җинайәт билән қолға алди
- Хитай даирилири үрүмчидә җәнуплуқ 6 уйғур яшни тутқун қилди
- Йеза кадирини өлтүрүш билән әйибләнгән икки уйғур етип ташланди