Хитай икки уйғурни партлитиш садир қилмақчи дәп қолға алди
2005.09.08
Хитай сақчилири йеқинда уйғур елиниң байинғолин моңғул аптоном областидики чәрчән вә чақилиқ наһийисидин икки нәпәр уйғурни, өйидә партлатқуч боюмларни сақлиған һәмдә уйғур аптоном район қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мәзгилидә партлитиш вәқәси садир қилмақчи болған дәп әйибләп қолға алған.
Шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвиригә қариғанда, чәрчән наһийилик җамаәт хәвпсизлик идариси езиз барат исимлик деһқанниң өйидин 47 кило партлитишта ишлитилидиған суюқлуқ, 50 данә капсул вә 32 метир от пилтисини тапқан. Шундақла , чақилиқ наһийисидики осман муса исимлик деһқанниң өйидинму, бу хил суюқлуқтин 30 кило, 64 данә капсул вә 70 метир узунлуқтики от пилтиси чиққан.
Шәрқий түркистан учур мәркизиниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай сақчи даирилири уларни аптоном районниң 50 йиллиқи мәзгилидә партлитиш вәқәси садир қилмақчи болғанлиқи билән әйибләп, уларни иқрар қилғузуш үчүн қаттиқ қийин-қистаққа алмақта икән. Биз чәрчән наһийилик җамаәт хәвпсизлик идариси билән алақилашқинимизда, бу йәрдики исмини аташни халимиған бир нөвәтчи хадим, бу тутқун қилиш вәқәсини аңлиғанлиқини әмма буниңдин тәпсилий хәвәрдар әмәсликини ейтти. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида бихәтәрликни күчәйтмәктә
- Ваң лечүән, йеқинда бир уйғур паалийәтчисиниң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди
- Хитай учтурпанда 10 нәпәр уйғурни бөлгүнчилик билән әйибләп қолға алди
- Хитай даирилири уйғур елидә қорал-ярақ башқурушини чиңитти
- Хитай сақчилири или вилайитидә 179 туңганни тутуп кәткән