Ваң лечүән 19 чәтәлликни "террорчилиқ" билән әйибләп тутқанлиқини паш қилди


2005.10.18

Уйғур аптонум районлуқ парткомниң секритари ваң лечүән, хитайниң бу йил уйғур елидә 19 чәтәл пуқрасини " террорчилиқ" билән әйибләп қолға алғанлиқини билдүрди. У буни сәйшәнбә күни үрүмчидә өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида ейтқан.

Ройтирс агентлиқи мухбириниң үрүмчидин хәвәр қилишичә, ваң лечүән " биз бу йил чәтәлдин шинҗаңға бузғунчилиқ қилиш үчүн әвәтилгән 19 кишини қолға алдуқ. Улар шинҗаң земиниға кирип болғичә, уларни дәрһал туттуқ" дәп көрсәткән. Әмма у тутулғанларниң дөләт тәвәлики вә миллитини ашкарилимиған.

Ройтрис агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити шәрқий түркистан дөлити қурушни халайдиған мустәқилчиләрни "террорчилар" дәп әйибләп, уларға қарши тинимсиз һәрикәт елип бармақта.

Хәвәргә қариғанда, ваң лечүән мухбирларни күтүвелиш йиғинида йәнә, атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң әһвали вә корлиниң сабиқ шәһәр башлиқи мутәллип йүсүпниң өлүми мәсилиси һәққидә тохталған.

Ваң лечүән, рабийә қадир аилисиниң хитайдики қәрзини түгәтмигичә, униң балилириниң чәтәлгә чиқишиға рухсәт қилинмайдиғанлиқини көрсәтти. Әмма у рабийә қадир ханимниң балилириниң шәхсий әркинликигә һечқандақ дәхлий- тәруз йәткүзмигәнликини ейтти. Буниң алдида америка даирилири, рабийә қадир ханимниң балилири вә достлириниң бихәтәрликидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән иди.

Ваң лечүән шундақла корлиниң сабиқ шәһәр башлиқи мутәллип йүсүпниң йеқинда өзини өлтүривалғанлиқини түнҗи қетим етирап қилди. У, мутәллип дилосиниң техи йәниму илгирилигән һалда тәкшүрүливатқанлиқини, әмма униң, аялиниң парихорлиқиға четилғанлиқи мәлум болғандин кейин, андин өзини өлтүривалғанлиқиниң ениқланғанлиқини көрсәтти.

Корлиниң шәһәр башлиқи мутәллип йүсүп бу йил 9 - айниң ахири өлгән болуп, хитай мәтбуатлири униң өлүми һәққидә һечқандақ хәвәр бәрмигән иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.