Үрүмчидә 10 нәпәрдин артуқ уйғур яш қара җәмийәт тәшкиллигән дегән һөкүм билән сотланди
2006.12.07
Үрүмчи тәңритағ районлуқ сот мәһкимиси йеқинда, узундин бери тиҗарәт билән шуғулланған өмәр рози, сәмәт абабәкри қатарлиқ 10 нәччә яшни"қара җәмийәт тәшкиллигән" дәп җинайәт турғузуп, сотлиған.
Германийидә турушлуқ шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвиригә қариғанда, сотланған уйғур тиҗарәтчиләр үрүмчидә түрлүк тиҗарәт билән шуғуллинип игилик тиклигән ,кишиләр арисида һөрмәткә сазавәр болған , җәнубтин кәлгән уйғурларниң тирикчилик қилишиға асас яритип бәргән, мәктәп вә йетим йесирларға иқтисадий җәһәттә ярдәм берип туридиған сахавәтлик яшлар икән.
Истансимизниң бивастә уйғур илидин игилишичә, болупму тиҗарәтчиләр арисидики өмәр рози изчил түрдә ваң лечүәнниң зәрбисигә учрап кәлгән болуп, у илгири , үрүмчи йәнән кочисидики гулсай мәһәллисини сетивилип, җәнубтин кәлгән намрат уйғурларниң бу районға олтурақлишишиға шараит һазирлап бәргән, уйғурларниң бир йәргә топлишип қелишидин әнсиргән, ваң лечүән башчилиқидики һөкүмәт даирилири өмәр рози үстидин һәр хил бөһтанларни ойдуруп, хәлқниң қан тәр - бәдилигә бәрпа болған гүлсай мәһәллисидики өйләрни бузуп чиқип, түзләңликкә айландурвәткән вә өмәр розини тиҗарәт қилиштин тосуп қойған.
Аридин 10 йилға йеқин вақит өткәндин кейин, өмәр рози йәнила хитай һөкүмитиниң қапқинидин қутулалмиған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири үрүмчи тәҗирибә оттура мәктәпниң 2 уйғур оқутқучисини хизмитидин елип ташлиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини рабийә қадир ханимниң оғли үстидин чиқарған сот һөкүми һәққидә қаттиқ әйиблиди
- Шаярда бир яш мудәррис балиларға қуран үгәткәнлики үчүн қолға елинди
- Хитай даирилири қолға елинған бир уйғур мәһбусни 3 күндин бери ач қойған
- Хитай рабийә қадирниң пәрзәнтлирини сақчи идарисиға соливалди









