Уйғур елидики тува мәдәнийити йоқулушқа йүзләнмәктә


2006.06.14

Уйғур ели алтай тағлириниң ғәрбий шималидики қанас көли әтрапида 2000 нәпәр әтрапида тува миллити яшап кәлгән болуп, һазир бу тува мәдәнийити йоқулуш хәвпикә дуч кәлмәктә.

Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, хитай мәркизи милләтләр универстети икки йил вақит сәрп қилип тува мәдәнийити үстидин мәхсус тәкшүрүш елип барған һәмдә уларниң миллий өрп-адити, тили, кийим-кечәклири, миллий нахшлири вә турмуш адәтлирини көзәткән. Нәтиҗидә мутәхәссисләр қанас көлидики саяһәтчиликниң тува миллитиниң мәдәнийитигә барғансери еғир тәсир көрситиватқанлиқини йәкүнлигән.

Мәлум болишичә, тува миллитиниң әвладму-әвлад ейтип кәлгән бир йүрүш дастанлири, тува пишқәдәмләрниң аләмдин өтүши билән йоқулушқа қарап маңған. Шундақла уларниң һәр хил байрам вә миллий кийим-кечәклириму охшашла йеңи әвлад тувалиқлар арисида барғансери йоқулушқа башлиған.

Тува миллити алтай тағлиридики қанас көлиниң әтрапидики гүзәл вә халий җайларда яшайдиған болуп, бәзи тәтқиқатчилар уларни чеңгизған ғәрбкә йүрүш қилған чеғида мушу йәрдә қалған әскәлириниң әвлади десә, йәнә бәзилири тувалиқларниң әҗдадлирини буниңдин 500 йил авал сибирийидин кәлгән көчмәнләр дәп қаримақта. Тувалиқлар хитай бойичә пәқәт уйғур елида бар болуп, уларниң нопуси һазир 2000 әтрапида. Улар қәдимдин тартип чарвичилиқ вә овчилиқ билән шоғуллинип кәлгән.

Мәркизий милләтләр университети тәкшүрүш өмики бу мунасивәт билән йәрлик һөкүмәт вә дөләт органлиридин йоқулуш алдида туриватқан тува миллитиниң мәдәнийитини қоғдашқа чақирди. Уйғур елидә саяһәтчилик санаити йеқиндин буян тез тәрәққий қиливатқан болсиму, лекин нурғун көзәткүчиләр буниң йәрлик хәлқләрниң яшаш-адити вә мәдәнийитигә сәлбий тәсирләрни елип келишидин әндишә қилмақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.