Америка уйғур бирләшмиси доклат бериш йиғини чақирди

31 - Авғуст күни америка уйғурлири бирләшмиси пайтәхт вашингтондики шитабида уйғур җамаәтчиликини тәклип қилип бир сөһбәт һәм доклат бериш йиғини чақирди.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.08.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 Йеқиндин буян уйғур диярида йүз бәргән бир қатар вәқәләр шуниңдәк хитай даирилириниң қаршилиқ һәрикәтлирини қаттиқ бастуруш мәсилилирини музакирә қилиш һәмдә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң паалийәтлиридин доклат беришни мәқсәт қилған мәзкур йиғинда алди билән америка уйғурлири бирләшмисиниң башлиқлиридин бири алим сейитоф қисқичә доклат берип, дуня уйғур қурултийи вә америка уйғурлири бирләшмисиниң җүмлидин уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң йеқиндин буян елип бериватқан паалийәтлирини тонуштуруп өтти.

Алим сейитоф сөзидә рабийә қадир ханимниң әң муһим паалийәтлириниң бириниң америка президенти җорҗ бушниң уни ақ сарайда қобул қилиши, рабийә қадир ханимниң президент бушқа уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан түрлүк қийин мәсилилири һәққидә тонуштуруш бәргәнлики икәнликини тәкитлиди.

Йиғинда дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир, дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ лайиһиси, уйғур хәлқара демократийә фонди җәмийити һәмдә америка уйғурлири бирләшмисиниң йеқинқи вақитлардин буян елип барған паалийәтлиридин доклат бәрди.

Рабийә қадир ханим йетәкчиликидики дуня уйғур қурултийи мушу бир йилдин буян ғәрб мәмликәтлиридә зор утуқларни қолға кәлтүргәндин сирт йәнә шитаби америкидики уйғур кишилик һоқуқ лайиһиси вә демократийә фонди җәмийәтлири уйғурларниң кишилик һоқуқ, демократийә һәм аяллар мәсилисини өз ичигә алған түрлүк мәсилиләр бойичә доклатларни тәйярлап, мунасивәтлик органларға сунғандин сирт йәнә икки қетим хәлқара уйғур аяллирини инсан һоқуқи һәм демократийә билимлири билән тәрбийиләш курслирини уюштуруп, көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән. Рабийә қадир ханим мәзкур паалийәтләрниң әһмийити вә мувәппәқийәтлирини муәййәнләштүрди.

Рабийә қадир ханим сөзидә әнә шундақ зор тиришчанлиқ бәдилигә һазир көплигән мухбирлар, хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлири, мунасивәтлик һөкүмәт орунлириниң уйғурларниң әһвалиға қизип, улардин ениқ пакитларни сорашни көпәйтиватқанлиқини, қисқиси хәлқарада уйғурларға болған қизиқишларниң һазир зор дәриҗидә өскәнликини тәкитлиди.

Вашингтонда өткүзүлгән бүгүнки сөһбәт вә доклат бериш йиғиниға қатнашқан иштиракчилар нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләрни қандақ қилғанда хәлқара җәмийәткә техиму үнүмлүк билдүрүш, уйғур дәвасини хәлқаралаштуруш қәдимини техиму илгири сүрүш шуниңдәк йеқиндин буян уйғур елиниң һәр қайси җайлирида йүз бәргән вәқәләрни өз ичигә алған көп түрлүк мәсилиләр һәққидә кәң кушадә музакириләр елип барди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.