Рабийә қадир, америка мәмликәтлик демократийини илгири сүрүш җәмийитидә сөз қилди


2005.04.08
ned.gif
Рабийә қадир ханим америка мәмликәтлик демократийини илгири сүрүш җәмийитидә. RFA

Хитай һөкүмити тәрипидин үч һәптә илгири туюқсиз қоюп берилгән мәшһур уйғур кишилик һоқуқпәрвәр зат рабийә қадир, җүмә күни мәркизи вашингтондики америка мәмликәтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитидә сөз қилип, хәлқара җәмийәтни уйғурларниң дәпсәндә қилиниватқан кишилик һоқуқини өзгәртиш йолида, бейҗиң һөкүмитигә қарши авазини йүксәлтишкә чақирди.

явропа иттипақини хитайға қойған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиш тиришчанлиқидин ваз кечишкә чақирған рабийә қадир, " хитай һөкүмитиниң явропа иттипақидин сетивалған қоралларни уйғурларниң тинч йоллар билән елип барған һәққаний һәрикәтлирини бастуруш үчүн ишлитидиғанлиқи муқәррәр," дәп көрсәтти. У мундақ дәйду:

"Мән бу мәсилидә явропа парламентики затлар билән алақилишишим мумкин. Мән адәттики аял болуш сүпитим билән, явропа комитети шундақла явропа парламентида, имбаргони бикар қилишниң бейҗиң даирилиригә қандақ сигнал беридиғанлиқини чүшүнәләйдиған интайин әқиллиқ сиясәтчиләрниң барлиқиға ишинимән."

Җүмә күнки учришиш рабийә қадирни күтүвелиш мунасивити билән демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң вашингтондики ишханисида өткүзүлди. Рабийә қадир бу йәрдә өзиниң түрмигә кириштин илгирики вә түрмидики кәчүрмишлирини, уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини шундақла буниңдин кейин қилидиған ишлирини сөзлиди.

Рабийә қадир, " йеқинда йүз бәргән қирғизистандики демократик өзгүрүшләрниң қирғизлар билән туғқан милләт - уйғурларниң идийә җәһәттики ойғунушини илгири сүрүши муқәррәр, дәп көрсәтти. Амма у, " нөвәттики вәзийәт астида қирғизистандикигә охшаш өзгириш уйғур аптоном районида йүз бериду," дәп қаримайдиғанлиқини әскәртти.

Бу қетимқи йиғинни демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити билән америка уйғур җәмийити бирликтә уюштурған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.