Уйғур елидә "үч хил күчләр" ниң мәктәпләргә сиңип киришигә зәрбә бериш һәрикити башланди
2006.03.29
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик идарисиниң мәлум қилишичә, аптоном районлуқ җ х идариси, маарип вә мәдәнийәт органлири билән бирликтә бу йил 5-айдин 12- айғичә уйғур елидики мәктәп орунлирида "үч хил күчләр" сиңип киришигә зәрбә бериш һәрикитини елип баридикән.
Җ х идариси мәхсус түр бойичә елип баридиған бу алаһидә һәрикитини тонуштуруп, йеқинқи йиллардин буян "үч хил күчләр" ниң яш-өсмүрләрниң идийисиниң садда болуши, җәмийәт тәҗрибисиниң кәмчил болуши шундақла ақ-қарини пәрқ етиш иқтидариниң йетәрлик болмаслиқидин пайдилинип, уларға бөлгүнчи идийиләрни сиңдүрүп, мәктәп орунлириниң бихәтәрликигә еғир зиян йәткүзгәнликини билдүрди.
Уйғур ели хәвәр торида көрситилишичә, бу һәрикәт аптоном районниң 2006- йилдики нуқтилиқ тәртипкә селиш муһим хизмәтлириниң бири һесаблинидикән. Шундақла бу һәрикәт елип берилидиған 7 ай ичидә җамаәт хәвпсизлик идариси һәтта һәр қайси мәктәпләргә ярдәмлишип мәктәп қоғдаш әтрәтлирини қуруп беридикән.
Хитай һөкүмити болупму йеқинқи бир нәччә йиллардин буян уйғур елидә 3 хил күчләргә зәрбә беришни алаһидә тәкитләп келиватқан болуп, уйғур аптоном район рәиси исмайил тиливалдиму көп қетим бу хизмәтниң уйғур елидики алдинқи муһим вәзипә икәнликини әскәрткән иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Керийә наһийисидә яш- өсмүрләрниң идийисини тәкшүрүш һәрикити күчәйтилмәктә
- Хитай билән пакистан " 3 хил күчләр" гә ортақ зәбә беришкә келишти
- Сақчилар үрүмчидики бир қисим уйғурчә нәшрият боюмлирини мусадирә қилди
- Дуня уйғур қурултийи, йеза - кәнт кадирлириниң сияси үгиниш һәрикити уйғурларни тизгинләшкә қаритилған, деди
- Аптоном район сиясий кеңәш әзаси вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини тәкитлиди