Үчтурпанда йәнә 5.1 Бал йәр тәвриди
2005.04.06
Техи бир йерим айниң алдида еғир йәр тәврәш апити йүз бәргән ақсу вилайитиниң үчтурпан наһийисидә чаршәнбә күни чүштин кейин йәнә 5.1 Бал йәр тәвригән. Әмма һазирғичә зәхмилиниш яки зиянға учраш әһвали һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән.
Мәзкур районда техи бу йил 2 -айниң 15 - күни 6.2 Бал йәр тәврәп, үчтурпан наһийисидики 8 йеза вә 1 кәнткә тәсир көрсәткән һәмдә шу сәвәптин бир киши қаза қилип, апәт тәсиригә учриған хәлқниң сани 28 миңдин ашқан иди.
У чағда, йәр тәврәштә өйи өрүлүп чүшкән хәлқләр қишта талада қелиш вә ярдәм боюмлири вақтида йетип бармаслиққа охшаш бир қатар мәсилиләр келип чиққан иди.
Уйғур ели ақсу вилайитиниң үчтурпан наһийиси 180 миң нопусқа игә болуп, буниң 97٪ и уйғурлардур. Йәр тәврәш тәсиригә еғир учриған 16 миңға йеқин нопуси бар йеңи ават йезисиниңму ٪ 98 и уйғурлар. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үчтурпандики йәр тәврәш апити болған районларға һәқиқий ярдәм қилиниватамду?
- Үч турпандики даириләр қутқузуш соммисиниң азлиқидин шикайәт қилди
- Учтурпандики апәткә учриған қисмән кишиләр һазирғичә ярдәмгә еришәлмиди
- Йәр тәврәш апәт районидики орунлаштуруш ишлири тәлтөкүс болмиди
- Уйғур елиниң үч турпан наһийисидә йәр тәвриди