Уйғур елидә бир милйондин артуқ киши телевизор көрәлмәйду
2005.03.08
Уйғур елидә бир милйон бәш йүз миңдин артуқ намрат йеза аһалиси һазирға қәдәр телевизор көрәлмәйдикән һәмдә радио аңлиялмайдикән.
Дүшәнбә күни үрүмчидә ечилған уйғур аптонум районлуқ радио - телевизийә хизмәт йиғинидин ашкарилинишичә, йил бойи телевизор көрүшкә вә яки радио аңлашқа қурби йәтмәйдиған аһалиләр уйғур аптонум райони нопусиниң %8 ини игиләйдикән. Улар асаслиқи уйғур елиниң җәнубидики намрат йезиларда яшайдикән.
Йиғиндин мәлум болушичә, уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт бу йил қәшқәр вә қизилсудики бир қисим намрат деһқанларниң телевизор көрәлмәслик мәсилисини һәл қилидиғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмити "ғәрбни ечиш сиясити" ни йолға қойғандин буян, уйғур ели иқтисадиниң тез ашқанлиқини билдүрмәктә. Бирақ, чәтәлдики бир қисим анализчилар, уйғур елидики иқтисадий тәрәққияттин йәрлик уйғурларниң көп мәнпәәтлинәлмәйватқанлиқини көрсәтмәктә.
Илгири хотән вә ақсуниң қисмән йезилиридин радиомизниң зияритини қубул қилған бир қисим уйғурлар, өзлириниң телевизор көрүш әмәс, бәлки ток ишлитишкиму қурби йәтмигәнликтин, йәнила җин чирақларни ишлитиватқанлиқини билдүргән иди. (Арзу)