Үрүмчидә хәлқаралиқ компютер учур техникиси бойичә тәрбийиләш курси ечилди
2007.06.03
Русийиниң сибирийә райони вә оттура асиядики қазақистан, қирғизистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 27 нәпәр учур техникиси мутәхәссислири үрүмчигә җәм болуп, шинҗаң оттура асия пән-техника вә иқтисад учур мәркизи ачқан тәрбийиләш курсиға қатнашқан.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу, үрүмчидә ечилған тунҗи қетимлиқ компютер учур техникисиға мунасивәтлик хәлқара характерлиқ тәрбийиләш паалийити болуп һесаблинидикән.
Мәзкур тәрбийиләш курсиға кәлгәнләр асаслиқи һөкүмәт учур техника хадимлири, учур техникиси саһәсидики мутәхәссисләр вә карханичилар болуп, курс 28-майдин 11-июнғичә давамлишидикән. Курс җәрянида қатнашқучиларға үрүмчи иқтисадий тәрәққият районидики вә үрүмчидики бәзи муһим карханиларни зиярәт қилдурушму күн тәртипкә киргүзүлгән.
Мәзкур тәрбийиләш курсини уюштурған әрбаблар бу курсниң хитайниң русийә вә оттура асия дөләтлири билән болған компютер учур вә тор техникиси саһәсидики һәмкарлиқлирини ашуруш җүмлидин хитайниң компютер техника мәһсулатлирини русийә вә оттура асия базарлирида базар тапқузушни мәқсәт қилған .
Хитай һөкүмити йеқиндин буян ғәрбни ечиш истратегийисигә бинаән үрүмчини хитай бойичә чоң шәһәрләрниң биригә айландуруш арқилиқ, уни хитайниң ғәрбий асия вә оттура асияға көрситидиған сиясий, иқтисадий һәм башқа тәсирлиридики база қилишни мәқсәт қиливатқанлиқи , шу сәвәбтин үрүмчидә бәзи хәлқаралиқ паалийәтләрни орунлаштурушни күчәйтиватқанлиқи мәлум.(Үмидвар) .
Мунасивәтлик мақалилар
- " Үрүмчи йәрмәнкиси" ниң ахбарат елан қилиш йиғини муддәттин бурун өткүзүлди
- Үрүмчи даирилири һава муһитини яхшилаш үчүн тәдбир қолланмақчи
- Үрүмчидә игиз имарәтләрни селиш чәкләнди
- Үрүмчиниң һава булғинишини асаслиқ көмүр иси кәлтүрүп чиқармақта
- Үрүмчидики һаваниң булғиниш дәриҗиси техиму еғирлашмақта
- Хитай рәһбири, уйғур елиниң оттура асия мунасивитидә муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди
- Қатнаш тармақлирини маслаштуруш комитетиниң йиғини үрүмчидә өткүзүлди
- Нюйоркта ,хитай һакимйити астидики аз санлиқ милләтләр ниң әһвали һәққидә йиғин өткүзүлди
- Уйғурниң вәзийити һәққидә өткүзүлгән йиғинлар
- Уйғурлар канадада йиғин ечип, шәрқий түркистан мәсилисини музакирә қилиду