Үрүмчи хәлқара айродромида виза бериш түзүми йолға қоюлди


2007.06.10

Хитай дөләт ишлири кабинети 10-июндин етибарән үрүмчи хәлқара айродроминиң кириш өткилидә чәтәлликләргә виза беҗирип бериш түзүми йолға қойди.

Шинхуа агентлиқиниң учуриға асасланғанда, 10-июндин етибарән дуняниң һәр қайси җайлиридин уйғур елиға саяһәт, хизмәт, пән-техника вә мәдәнийәт алмаштуруш ишлири билән келидиған чәтәл пуқралири биваситә үрүмчи айродроминиң чегра өткилидә тәклипнамә қатарлиқ керәклик һөҗҗәтләрни көрситип, хитайға кириш шәртлиригә чүшсә виза елип, хитай территорийисидә паалийәт қилиш салаһийитигә еришәләйдикән һәмдә хитай һөкүмити чәткә ачқан халиған бир еғиз арқилиқ чегридин чиқса болидикән.

10-Июн күни үрүмчи хәлқара айродромида мәхсус виза беҗириш ишханиси қурулған болуп, әмма мәзкур ишхана пәқәт бирла қетим кириш визиси беҗириш салаһийитигә игә икән.

Хитай ахбарат васитилири үрүмчи айродромида йолға қоюлған бу бәлгилиминиң пәқәт өзлири турушлуқ дөләтләрдики хитай консулханиларда виза елишқа вақти йәтмигән, җиддий сәпәргә атланған чәтәл пуқралириға асанлиқ яритип бериш үчүн икәнликини чүшәндүргән.

Үрүмчи хәлқара айродроми хитайниң чәткә ачқан бәш чоң айродроминиң биригә айланған болуп, чәтәлликләрниң бу айродром арқилиқ хитайға кириши өткән йили 130 миң адәм қетимға йәткән икән.

Нөвәттә, үрүмчи айродромидин бишкәк, алмута, ислам абад, москва, йеңи сибирийә қатарлиқ шәһәрләргә биваситә айропилан қатнишиши йолға қоюлған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.