Үрүмчидә 18 киши дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзүш җинайити билән қолға елинған


2007.08.09

Хитай ахбарат вастилири пәйшәнбә күни, үрүмчи шәһәрлик тәптиш мәһкимиси дөләтниң бихәтәрликигә зиян йәткүзүш җинайитигә аит 10 делони тәстиқлап, 18 адәмни тутушқа буйриғанлиқини елан қилди.

Хәвәрдин мәлум болушичә, үрүмчи шәһәрлик тәптиш мәһкимиси, өткән йерим йилда 3430 дилоға аит 4909 кишини тәкшүрүп қолға елишқа буйриған , буларниң ичидә 10 делодики 18 киши дөләтниң бихәтәрликигә дәхли йәткүзүш җинайити өткүзгән . Башқа йәнә , парихорлуқ делолиридин 52 си паш қилинған.

Уйғур елидә дөләтниң бихәтәрликигә зиян йәткүзүш җинайити билән қолға елинғанларниң көпинчиси, уйғур сиясий өктичилири болуп, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң ейтишичә, хитай һөкүмити һазирға қәдәр уйғур сиясий мәһбуслирини әң көп җазалиғандин сирт, уларни өлүм җазасиға һөкүм қилип иҗра қилмақта .

Бу һәқтә елан қилинған хәвәрдә, дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән 18 кишиниң кимлики һәққидә һечқандақ учур берилмигән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.