Үрүмчидә оқуғучиларниң оттура - башланғуч мәктәпләргә кириши қийин болмақта
2007.09.04
Сентәбир кириши билән үрүмчидики 300дин артуқ оттура һәмдә башланғуч мәктәпләр оқуш башлаш мурасими өткүзүп ,3 - сентәбирдин башлап йеңи мәвсумлүк дәрсни рәсмий башлиди.
Үрүмчи шәһәрлик маарип идариси башлиқи ли җйәншиңниң шинхуа агентлиқи мухбириға ашкарилишичә, бу йил йеңи оқуш мәвсүмидә үрүмчидики барлиқ оттура һәм башланғуч мәктәпләрдә оқуғучи сани пәвқуладдә ешип кетиш әһвали көрүнгән болуп , мәктәпләр асасән тоюнма һаләттә икән шундақла оқуғучи ешип кетиш әһвали еғирлашқан йеқинқи үч йилдин буян, , синип йетишмәслик, парта йетишмәслик ,оқутқучи йетишмәсликтәк әһвал җиддий болмақта икән.
Ли җйәншиңниң билдүрүшичә , болупму оттура мәктәпләрдә өткән йилдикигә қариғанда нәччә онмиң оқуғучи көпәйгән. Мәктәпләр бу оқуғучиларни синипларни кеңәйтиш арқилиқ қобул қилишқа мәҗбур болған. Бәзи синипларда оқуғучилар сани 60тин ешип кәткән. Һәтта дәрс башланған болсиму , башланғуч мәктәпләрниң бәзи синиплирида оқуғучилар өрә туруп дәрс аңлашқа мәҗбур болған.
Үрүмчи шәһәрлик маарип идарисиниң ениқлишичә, үрүмчидә әсли олтурушлуқ йәрлик нопусниң оқуш йешидики пәрзәнтлириниң сани унчә көп әмәс болуп , йеқинқи йиллардин буян үрүмчидә ақма нопусниң шиддәт билән өрлиши нәтиҗисидә, мәктәпләрдә оқуғучилар йилдин - йилға ешип бармақта.
Болупму хитай һөкүмити 2004 - йили 9 - айдин башлап шәһәрләргә киргән деһқан ишчиларниң пәрзәнтлириниң оқуш һәққини бикар қилиш сияситини йүргүзүшкә башлиғандин кейин, үрүмчидики мәктәпләрдә хитай аққун ишчиларниң пәрзәнтлири һәссиләп көпийип мәктәпләрдә юқириқидәк оқуғучи ешип кетиш әһвали еғирлашмақта икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, уйғур елиниң йеза кәнтлиригичә " қош тиллиқ " маарип сияситини кеңәйтмәктә
- Уйғур елида намрат йеза - кәнтләрдики мәктәпләргә оқутқучи қобул қилиниду
- Уйғур елидин алий мәктәпкә тизимлатқан оқуғучиларниң сани зор дәриҗидә ешип кәткән
- Уйғур аптоном районида бу йилқи алий мәктәпләргә оқуғучи қобул қилиш пилани хитайларни асас қилиду
- Қаримай техника ишчилар мәктивиниң миллий оқутқучилири қийин әһвалда қалди