Үрүмчидә оттура асия сода-иқтисади бойичә юқири қатлам муһакимә йиғини өткүзүлди


2007.07.08

8- Июл күни үрүмчи шәһиридә һәр қайси оттура асия дөләтлириниң бир қисим юқири дәриҗилик әрбаблири һәм тиҗарәт саһәсидики әрбаблар бирликтә 2007-йиллиқ оттура асия сода-иқтисад муһакимиси өткүзди.

Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур муһакимигә қирғизистанниң бишкәк шәһириниң муавин башлиқи, үрүмчи шәһириниң башлиқи қатарлиқ бир қисим юқири дәриҗилик шәхсләр иштирак қилип, пикир алмаштурған болуп, оттура асиядин кәлгән әрбаблар вә сода -санаәтчиләр уйғур ели җүмлидин хитайниң електрон мәһсулатлири, йемәк-ичмәк, кийим-кечәк, тиббий үскүниләр, машинисазлиқ қатарлиқ һәр қайси саһәниң мәһсулатлириға алаһидә қизиқидиғанлиқини билдүргән.

Мәзкур муһакимә йиғинниң саһибханлиқини зиммисигә алған үрүмчи шәһириниң башлиқи нәйим ясин бу муһакимигә шуниңдәк үрүмчиниң хитайниң оттура асияға қаратқан иқтисадий истратегийисидики орниға юқири баһа берип," үрүмчиниң оттура асияға йүзләнгән заманиви хәлқаралашқан сода шәһири болуш нишани муқимлаштурулди , буниңдин кейин үрүмчи , оттура асия вә дөлитимизниң һәр қайси шәһәрлиридики карханилири арисидики алмаштуруш һәм һәмкарлишиш үчүн техиму зор пурсәт вә мәйдан һазирлап бериду , шу арқилиқ оттура асия райониниң иқтисадий җәһәттин ортақ гүллиниши вә тәрәққиятини илгири сүриду" дәп билдүргән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.