" Үрүмчи йәрмәнкиси" ниң ахбарат елан қилиш йиғини муддәттин бурун өткүзүлди


2007.05.17

Хитай һөкүмити, 16 ‏- нөвәтлик " үрүмчи " йәрмәнкисиниң ахбарат елан қилиш йиғинини бейҗиңда муддәттин бурун өткүзди.

Хитай хәвәр вастилириниң бүгүн бу һәқтә бәргән хәвәрлиридин мәлум болушичә, үрүмчи йәрмәнкисиниң ахбарат елан қилиш йиғинида уйғур елидики каттибашлиридин ху вей, хитайниң ичи вә сиртидикиләрниң үрүмчи йәрмәнкисигә қатнишишини вә мәбләғ салғучиларниң пурсәтни чиң тутуп, мәзкүр йәрмәнкидин бәһир елишини тәвсийә қилған.

Үрүмчи йәрмәнкиси өткүзүлгәндин буян, ташқи сода пүтүшүш соммиси 19 милярд 610 милйон америка доллириға, ташқи иқтисад һәмкарлиқ пүтүшүш соммиси 6 милярд 600 милйон америка доллириға, ички иқтисад - сода пүтүшүм омумий соммиси 410 милярд 690 милйон йүәнгә йәткән. Һәр нөвәтлик үрүмчи йәрмәнкисигә қатнишидиған содигәрләрниң сани 30 миңдин ешип, 900 дин артуқ кархана йәрмәнкигә қатнашқан.

Әмма 16 қетим өткүзүлгән " үрүмчи " йәрмәнкисиниң уйғур хәлқи үчүн һечқандақ иқтисадий мәнпәәт елип кәлмигәнликини билдүргән, америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәнди: " уйғур елида елип берилған һәрқандақ сода һәмкарлиқ нәтиҗилири вә бу зиминдики мунбәт йәр байлиқлиридин уйғурлар бәһирләнгән әмәс, әгәр хитай даирилири уйғурларниң турмушиға көңүл бөлгән болса, бүгүн уйғурлар хитайдики әң намрат кишиләр һесабланмайтти" дәйду.

Уйғур сиясий паалийәтчилири йәнә " үрүмчи йәрмәнкиси" ахбарат елан қилиш йиғининиң муддәттин бурун ечилиши": чәтәллик содигәрләрни бу районға җәлп қилиш үчүн, йетәрлик вақит һазирлаш мәқсдини ишқа ашуруш" тин ибарәт дийишмәктә .

Чәтәл ахбарат вастилиридин японийә радио җәмийити, әнгилийә ретир агентлиқи , франсийә ахбарат агентлиқи вә хитай ахбарат орунлири болуп50 тин артуқ ахбарат идариси һәмдә русийә, қазақистан , пакистан, моңғулийә қатарлиқ дөләтләрниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханилири , сода вәкиллири һәмдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати катибат башқармисиниң вәкиллири бу қетим өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғиниға қатнашқан. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.