Түркийә үрүмчи шәһиридә түркийә санаәт бағчиси қурушни пилан қилди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.09.04
2008.09.04
Дөләт министири куршатниң билдүрүшичә, 2007 - йили бир йил ичидә хитай билән түркийиниң импорт вә екиспорт сода қиммити 18 милярд америка доллириға йәткән. Куршат түзмән сөзидә йәнә, түркийә карханилириниң уйғур елигә техиму көпләп мәбләғ селишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.
Түркийә явропа билән асияни туташтуридиған җуғрапийилик әвзәлликкә игә болуп, үч тәрипи деңизға тутишидиған алаһидилики билән мәдәнийәт вә иқтисад көврүки ролини ойнимақта.
Уйғурлар, мәдәнийәт, өрп - адәт шуниңдәк тил җәһәттә өзи билән әң йеқин һесабланған түркийә түрклири билән болған қериндашлиқ, достлуқ мунасивитигә һәр даим әһмийәт берип кәлгән болуп, нөвәттә түркийидә яшаватқан уйғурларниң нопуси 10 миңдин ашиду.
Түркийә һөкүмити уйғурларниң түркийидә олтурақлишиш, билим ашуруш ишлириға алаһидә көңүл бөлүп кәлгән, шуңа түркийидә уйғурлардин йетишип чиққан алий дәриҗилик билим адәмлири хели көп салмақни игиләйду.