" Ваң лечуән йәкәндә 12миң уйғурни усулға салди"


2007.09.28

Тـәңритағ тор бетиниң хәвәр қилишичә, уйғур елиниң йәкән наһийисидә, 28 ‏-сентәбир күни 12 муқам байриминиң ечилиш мурасими болған. Мурасимда 300дин артуқ хәлқ сәнәтчиси вә 200дин артуқ кәспий сәнәтчи нахша-усул номурлирини орунлиған . Хәвәрдә билдүрүлүшичә, күнниң ямғурлуқ болушиға қаримай , мурасимни тамаша қиливатқан 12миң киши һаяҗинини басалмай усулға чушкән.

Уйғур көзәткүчиләр бу әһвални, бүгүн уйғур елидә, ишсизлиқ сәвәбидин нәччә онмиң яш яқа юртларда ишләмчилик қиливатқан, миңлиған уйғур яшлири әйдиз сәвәблик җан үзүватқан, түркүм-түркүм уйғур яшлири бөлгүнчи вә террорчи қалпиқи билән өлүмгә мәһкум болуватқан бу күнләрдә, ваң лечүәнниң муқам байрими өткүзүшини уйғурларни нахша ‏- усул билән биһуш қилип , селиватқан зулумини йошуруш дәп, қаримақта.

Ваң лечуән, бир қетимлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғинида , бир мухбирниң уйғур мәсилиси һәққидики суалиға җаваб берип , уйғурлар хитай һөкүмитидин нарази болған болса, шунчә хушал усул ойниялайттиму дегән иди . Көзәткүчиләр бу җавабтин муқам байрими откүзуштики мәқсәтни чүшинивалғили болиду , ваң лечуән йәкәндә 12миң уйғурни усулға салди дәп қаримақта .

Йәкәндә 12 миң киши усулға чушкән дәл шу күндә, уйғурлар әң зич олтурақлашқан қәшқәрдә , һәрбий-сақчи бирләшмә маневири өткүзүлүп , уч хил күчләргә қарши һәйвә көрситилгән. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.