Логән уйғур елигә зиярәткә барди
2004.09.01
Хитай компартийиси мәркизи сиясий биоросиниң даимий һәйәт әзаси, мәркизи сиясий қанун комитетиниң секретари логән -1сентәбир күни уйғур елигә тәкшүрүшкә берип, уйғур елиниң стратегийилик орни вә тәбиий байлиқ үстүнликни толуқ җари қилдурған асаста, бу районниң муқимлиқини давамлиқ күчәйтиш керәклики һәққидә сөз қилди.
Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлумат беришичә, логән уйғур елидики зиярити давамида, уйғур аптоном райони партком секретари ваң лечуән вә уйғур аптоном райони рәиси исмайил тиливалдиниң һәмкарлиқида, алтай вилайити, үрүмчи вә шихәнзиләрдики хитайниң ишләпчиқириш қурулуш армийә полклирини зиярәт қилиштин сирт, бөлгүнчиликкә қарши һәрикәттә қаза тапқан қораллиқ қисим сақчилири чиң пиң билән худабәрди тохтиниң аилә тавабатлиридин һал сориди.
Чәтәлләрдә уйғур давасини қиливатқан уйғур паалийәтчилири, мәркизи сиясий қанун комитети секретари логәнниң уйғур елидики бу қетимлиқ сәпириниң асаслиқ мәқсити, хитайниң бу районда йүргүзүватқан бастуруш һәрикәтлирини риғбәтләндүрүш вә күчәйтиш икәнликини илгири сүрди. (Пәридә)
RFA