Қанун гезити америкини " шәрқий түркистан террорчилириниң җарчиси" дәп әйиблиди


2007.07.20

Уйғур аптоном райониниң "қанун гезити" өткән айдики бир санида обзорчи мақалиси елан қилип, президент бушниң уйғур рәһбири рабийә қадир ханим билән прагада көрүшкәнлики вә уни махтиғанлиқини ибариси еғир сөзләр билән әйиблигән. Мақалидә " америка президенти буш өзи етирап қилған террорлуқ тәшкилатниң каттибешини йәнә бир қетим көккә көтәрди" дәйду.

Лекин буш һөкүмити рабийә қадир ханим қурған вә йитәкчилик қиливатқан уйғур димократийә вә кишилик һоқуқи фонди җәмийити яки дуня уйғур қурултийини һичбир вақит террорчи тәшкилат, дәп елан қилип баққан әмәс. Мақалидә президент бушниң рабийә қадир каттибашлиқидики қайси тәшкилатни террорчи тәшкилат,дәп етирап қилғанлиқини тилға алмиди. Мақалидә йәнә , президент бушниң рабийә қадирни уйғурларниң мунәввәр вәкили, дәп махтиғанлиқини "билҗирлиғанлиқтур " дәп һуҗум қилди вә рабийә қадир ханимни чәтәлдә сәргәрдан болуп йүргән шәрқий түркистан террорчиси " дәп әйиблиди.

Президент буш рабийә қадир ханимни прагадики дуня бихәтәрлик вә димократийә йиғинида "бир дөләтниң йәр асти байлиқи вә һәрбий күчидинму қиммәтлик талант игилиридин бири " дәп махтиған.

Мақалидә йәнә, америкиниң 4 шәрқий түркистан тәшкилатини террорлуқ тәшкилати, дәп етирап қилғанлиқини әскәртип, америкиниң һәрикити авамни"америка президенти қандақ қилип бир террорлуқ тәшкилатиниң каттибешини қанат астиға алғанду, дегән гуманға кәлтүрди " дәп язған. Қанун гезити мақалисидә америкиниң 4 шәрқий түркистан тәшкилатини террорчи тәшкилат, дәп тониғанлиқини тәкитлигән болсиму, лекин америка 2002 - йили бир тәшкилатни йәни шәрқий түркистан ислам партийисини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.