Ваң лечуән буниңдин кейин җуңгода камлиған көмүр шинҗаңдин тәминлиниду дәп җакарлиған


2007.09.26

Ваң лечуән йеқинда хитай һөкүмитиниң мәмликәтлик енергийә ишханиси хадимлириға уйғур аптоном райониниң көмүр байлиқлирини хитайға техиму көп тошуш һәққидә вәдә бәргән.

Шинҗаң хәвәр торида ашкарилинишичә, хитай һөкүмитиниң мәмликәтлик енергийә ишханиси хадимлири ваң лечуән билән сөһбәтләшкәндә, хитайда енергийә мәнбәси йетишмәйватқанлиқини, болупму кона көмүр канларниң мәнбәси түгәп кетиватқанлиқини сөзлигәндә, хитай коммунист партийисиниң шинҗаң партком секритари ваң лечуән уларға 'шинҗаңниң көмүр мәнбәси интайин мол, көмүр записи һәммила җайда бар, мәһсулат түрлири толуқ, пүтүн мәмликәттики көмүр записиниң %40 ни тәшкил қилиду. Пәқәт қатнаш мусаписи узун болғанлиқтинла яхши базар тапалмайватиду. Буниңдин кейин җуңгода камлиған көмүр ни шинҗаң тәминләйду. Биз әмди көмүр байлиқи интайин мол болған или-җуңғарийә вадисида електир вә газ ишләпчиқиридиған көмүр санаәт базиси қуримиз,'дегән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.