Хитай уйғур елиниң чегралирида "чегра мудапиәси 110 " намлиқ қурулушини башлиди
2008.03.30
Хитай һөкүмити 100 милйон йүән мәбләғ селип, уйғур әлиниң чегра бойлиридики техи телефон алақә тори болмиған 46 чегра сақчиханиси вә башқа униң даирисидики җайларда йөткилишчан телефон тори қурулушини башлиған.
Шинхуаниң хәвиригә қариғанда, 2 - 3 йил ичидә бу қурулуш пүтсә барлиқ чегра линийилири алақә тори ичигә елинип, чегра бихәтәрликини зор дәриҗидә капаләткә игә қилинидикән.
Игилинишләргә қариғанда, хитай йеқинқи йиллардин буян чегра понкитлирини қоғдаш вә у җайлардики мудапиә күчини ашурушқа алаһидә әһмийәт берипла қалмастин бәлки, чегра районлирида шаңхәй һәмкарлиқидики дөләтләр билән бирләшмә маневирларни өткүзгән. Бу маневирларниң һәммисиниң мәқситиниң шәрқий түркистан намидики уйғур мустәқилчилиридин мудапиә көрүш һәм униңға зәрбә бериш икәнлики җакарланған иди.
Һазир уйғур елиниң 8 дөләт билән болған чегра линийиси 5600 километирдин артуқ болуп, хитай чегрилириниң 4/1 қисимини тәшкил қилиду. Бу чегриларниң йәр түзүлүши наһайити мурәккәп болғачқа хитайға үчүн қийинчилиқларни туғдурған иди.
11 - Сентәбир вәқәсиниң алди - кәйнидә, хитайниң асаслиқи афғанистан, пакистан, таҗикистан вә қирғизистан билән болған чегра линийилиридин алаһидә әнсирәп, бу җайларниң мудапиәсини күчәйткәнлики мәлум. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәвәрләргә асасланғанда, хотәндә уйғур аяллар намайиш өткүзгән
- Тибәттә тоқунушлар давамлашмақта
- Хитай һөкүмити тибәткә йеңи һәрбий қисимлар орунлаштурмақта
- Б д т баш катипи бан - кимун хитайни тибәттә өзини тутивелишқа үндиди
- Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси хитай һөкүмитиниң бастуруш һәрикәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди
- Тибәт мәркизи лхасадики намайиш тоқунушқа айланди
- Бейҗиң : олимпик мәзгилидә елип берилидиған наразилиқ һәрикәтлиригә чәклимә қойди
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Хитай һөкүмити олимпик мусабиқисида рухсәтсиз намайиш қилишқа болмайдиғанлиқини җакарлиди
- Хәлқара мәтбуатларда айропилан вәқәсии муназирә қилинмақта
- Хитай һөкүмити лхасада тибәтләрниң намайишини бастурғанлиқини етирап қилди
- Нур бәкри, " үч хил күчләр" гә қарши көрүшниң техиму күчәйтилидиғанлиқини җакарлиди