Хитай һөкүмити ақсуға муқимлиқ сақлаш назарәт қилиш өмики әвәтти
2007.10.03
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит игилигән учурларға қариғанда, хитай һөкүмити 10 - айниң 2 - күни ақсуға 'инақ җәмийәт қуруш, муқимлиқни сақлаш назарәт қилиш өмики' дәп атилидиған 9 өмәк әвәткән.
Коммунист хитай һөкүмити әвәткән бу хизмәт өмәклири ақсудики бир шәһәр вә 8 наһийидә һәрбир куча, аһалилар райони, бина -туралғуларғичә, һәр бир кәнт, мәһәллә, өйләр вә мәктәпләргичә берип тәкшүрүш елип баридикән. Һөкүмәт улардин хәвәр тапқан һәр қандақ учурни йәрлик партком секритариға бивастә мәлум қилишни тәләп қилған.
Дилшат ришит әпәндиниң қаришичә, бу хитай һөкүмитиниң коммунист партийиниң 17 - қурултейидин бурун инақ җәмийәт қуруш, муқимлиқни сақлаш дегәнни баһанә қилип, уйғурларни кәң көләмдә бастурушқа башлиғанлиқи болуп һесаблиниду.
Радиомиз игилигән учурларға қариғанда, коммунист хитай һөкүмити бейҗиңдиму, сиясий көз қариши һөкүмәт билән охшаш болмиған зиялийларни, һөкүмәткә әрз ейтип кәлгән дөләт пуқралирини тутуш, нәзәрбәнд қилишни башлиған. Хитайдин келип чәтәлләрдә туруватқан зиялийларға қаритаму, електронлуқ хәт сандуқиниң мәхпий номурини оғрилап уларниң нормал хәт-алақә қилишиға кашила қиливатиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, 1 - өктәбирдә уйғурларниң намайишқа дуч келиду
- Ваң лечуән тәйвәндики гоминдаңниң пәхри рәиси лйәнҗән билән һәмкарлишиш һәққидә сөһбәт өткүзди
- Бейҗиң уйғур елидики пиланлиқ туғут хизмити үчүн зор миқдарда иқтисад аҗратти
- Б д т вәкилләр өмики уйғур елини зиярәт қилди
- Манас наһийисидә әмгәк күчлири йетишмәслик әһвали йүз бәрмәктә
- Хитай һөкүмити уйғур аптоном районидики һәр қайси али мәктәпләрдә бир айлиқ сиясий һәрикәт башлиди
- Хитай һөкүмити уйғур елидики алий мәктәпләрдә сиясий идийиви тәкшүрүш елип бармақта
- Ақсуниң онсу наһийисидә 4.9 Бал йәр тәвриди
- Ақсуда бир башланғуч мәктәпниң оқутуш бинасида вәқә йүз берип, бир оқуғучи өлди
- Байдики кан астида көмүлүп қалған 14 ишчиниң һәммиси өлгән болуши мумкин