Хитайда һәр айда үч миң адәм әйдиз юқумдариға айланмақта
2007.11.06
Мәркизи ахбарат агентлиқиниң 5 - ноябир хитай юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизиниң муавин башлиқи ваң ниңниң ейтқанлирини нәқил елип көрситишигә қариғанда, нөвәттә хитайниң әйдиз вәзийити барғанчә җиддийлишиватқан болуп әйдиз вируси юқтурувалидиғанлар һәр айда тәхминән үч миңдин көпийиватқан икән.
Хитайниң мунасивәтлик тармақлириниң бу йил 6 - айдики тәкшүрүшидин мәлум болушичә, хитайда %74 наһийиниң һәммисидә әйдиз юқумдарлири байқалған болуп, һәр қайси өлкиләрдики тарқилиш әһвалида еғир - йениклики буйичә алдинқи бәш қатарға киргән өлкиләр йүннән биринчи орунда, униңдин кейин хенән вә гуаңши өлкилири болуп, уйғур ели төтинчи орунда туридикән, бәшинчиси гуаңдуң өлкиси икән.
Ваң ниңниң билдүрүшичә, статистикилиқ санлардин хитайда әйдиз юқумдарлириниң барғанчә көпийиватқанлиқи мәлум болуп, әйдизниң һәмҗинислар һәмдә әйдиз билән юқумлиниш еһтималлиқи юқири дәп қаралған кишиләрдин башқа, нормал адәмләр арисида тарқилишиму барғанчә кеңәймәктә икән.
Уйғур ели хитай буйичә әйдиз әң тез тарқиливатқан җайға айланди, мәлум болушичә, 1995- йилидин буян һазирға кәлгүчә уйғур или әйдиз юқум әһвалида изчил өрләш көрүлгән, юқумланғанларниң сани 60 миңдин ешип кәткән һәмдә 14 област, вилайәт вә шәһәрдики 90 наһийигичә таралған.
Шинхуа агентлиқида көрситилишичә, уйғур елидә күнигә 17 киши йеңидин әйдиз билән юқумланмақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бу йил уйғур елидә йәнә төт миңға йеқин адәм әйдиз билән юқумланди
- Уйғур елидә" әйдиз " сарасими
- Хата диагноз бир уйғур боваққа қатил болди
- Кәлпиндики икки йеза башланғуч мәктипидә оқуғучиларға қулақ алди бези яллуғи таралди
- Үрүмчидә җиддий өпкә яллуғини кәлтүрүп чиқиридиған легонилла вируси байқалған
- Үрүмчи әйдиз кесилиниң тарқилиши җәһәттә уйғур или бойичә алдинқи шәһәр болуп қалди
- Уйғур или кәлгүси 5 йилда әйдиз вируси тарқилидиған мәркәзлик район болуп қаламду ?
- Уйғур елидә юқумлуқ кесәллик көпәймәктә