Голландийә мухбирлири уйғур елидә сақчиларниң паракәндичиликигә учриди


2007.11.27

Голландийә CPRO радиосиниң 25 - ноябир хәвәр беришичә, мәзкүр ахбарат орниниң бейҗиң олимпик мухбирлар әтритидики бир қанчә мухбир үрүмчидә зиярәт қилиш җәрянида хитай сақчилириниң тосқунлуқи һәмдә паракәндичиликигә учриған.

Хәвәрдә көрситилишичә,хитайниң чәтәл мухбирлириға қарита әркин зиярәт қилиш һоқуқи берилгәнлики һәққидики хәвәрдин кейин, голландийидин хитайни зиярәт қилишқа барған бу мухбирлар, хитайдики бир қәдәр өткүр һәм назук мәсилиләр һәққидиму ахбарат игиләш қизғинлиқи түрткисидә уйғур елигә барған.

Әсли улар уйғур ели вәзийитигә даир учурларни игиләштин башқа,уда уч қетим нобил тинчлиқ мукапати намзати болған рабийә қадир ханим аилисиниң әһваллири һәққидиму мәлуматлар игиләшни пиланлиған болуп, әмма улар уйғур елидики зиярәт паалийитини башлимай турупла хитай сақчилириниң қаттиқ позитсийиси һәмдә тосқунлуқиға учриған, арида бир мухбирниң паспорти тартивелинип бир мунчә аваригәрчиликтин кейин қайтуруп берилгән.

Бу мухбирлар әпсусланған һалда голландийигә қайтип кәлгәндин кейин, хәвәр елан қилип, хитай һөкүмитиниң олимпик җәрянида мухбирларға әркинлик бериш вәдисиниң ялғанлиқини паш қилған һәмдә уйғур елидики зияритимизниң қопаллиқ билән тосқунлуққа учришиниң өзила уйғур ели һәм бу җайдики хәлқниң интайин начар вәзийәттә яшаватқанлиқиниң җанлиқ испати дәп баян қилған. Хитай һөкүмити гәрчә бу йилниң бешида чәтәл мухбирлириниң хитай ичидә әркин зиярәт қилишиға йол қойидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән болсиму, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлириға қариғанда, уйғур ели һәмдә тибәт вә хитай ичидики асаслиқ назук мәсилиләрниң йәнила чәтәл мухбирлири тәрипидин зиярәт қилиниши чәкләнмәктә.

Хитайдики чәтәл мухбирлар кулубиниң ашкарилишичә, өткән 15 һәптә ичидә җәмий 18 нәпәр чәтәл мухбири хитайда тәһдит һәм тосқунлуққа учриған. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.