Үрүмчидә һөкүмәт үстидин шикайәт қилған әрздарлар бастурулмақта


2007.11.13

Бошун ториниң 13 - ноябир хәвәр елан қилишичә, хитай компартийиси 17 - нөвәтлик қурултийиниң алди ‏- кәйнидә, уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт әрзийәт ишханисиға шикайәт қилип барғучи амма көп болғанда нәччә миңға йәткән болуп, әрздарларниң көпийишигә әгишип һөкүмәтниң уларни бастуруш һәрикитиму күчәйгән.

Хәвәргә қариғанда 12 - ноябир күни шинҗаң қатнаш трансипорт ширкитидин дәм елишқа чиққан ишчилар ширкәт мәмурий бинаси алдида кәң көләмлик наразилиқ һәрикити елип барған болуп, даириләр йетип келип намайишчиларни ширкәт қорусида қоршивалған.

Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партком қоруси алдиғиму йеқинқи бир қанчә күн уда әрздарлар йиғилған болуп, һәтта бәзидә әрз қилғучилар бир қанчә миңға йәткән әмма қораллиқ қоғдиғучилар,йиғилған аммиға һәйвә қилип уларниң мунасивәтлик орунларға дәрдини аңлитишиға йол қоймиған. Шундақла даириләр шикайәтчи амма арисиға көп санда пуқрачә кийингән сақчиларни киргүзүп аммини тарқашқа қистиған, бәзи идарә ‏- органлар мәхсус аптомобилларни әвәтип әрздарларни қайтуруп кәткән. Хәвәрдә әскәртишичә , гәрчә һөкүмәт даирилири бу қетим шикайәтчи аммини тарқитишта бир аз юмшақ васитиләр қолланған болсиму , илгири давамлиқ қаттиқ қоллуқ билән бастуруп кәлгән икән.

Бу йил әтиязда һөкүмәткә шикайәт қилип кәлгән аммини қолға елиш вәқәлири бир қанчә қетим йүз бәргән.

Хәвәрдә әрздарларниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, уйғур аптоном районлуқ партком һәм һөкүмәткә әрз қилип барғучилар асасән давамлиқ баһа өсүш, вақтида мааш алалмаслиқ, һөкүмәт һәмдә идарә органларниң қалаймиқан селиқлириға учрашқа охшаш мәсилиләргә нарази болған амма һәмдә өйи мәҗбурий чеқиветилгән, йери тартивелинған деһқан аммиси шундақла давамлиқ еғирлаватқан түрлүк қанун һәм иҗтимаий сиясий һәқсизликләргә наразилиқ билдүргүчи хәлқ аммиси болуп бәзилири әрзни ақтуруш үчүн һәтта мәркизи бейҗиңғичә нәччә йиллап әрз қилип йүргән вә шу сәвәблик интайин намратлашқан авам хәлқ икән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.