Хитай һөкүмити уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш пиланини җиддий елип бармақта
2007.10.02
Хитай даирилири уйғур ели йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш пиланиниң бу йиллиқ қисмида , йәни йил ахириғичә уйғур елиниң җәнубий районини асас қилип уйғур йезилиридин бир милйон икки йүз миң яшни хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштурушни пилан қилған иди.
Уйғур ели хәвәрлиридин ашкарилинишичә, бу йилниң алдинқи йеримида уйғур ели йезилиридин хитай өлкилиригә йөткәп кетилгән йеза ешинча әмгәк күчлири 900 миңға йәткән болуп, буниң ичидә қәшқәр вә хотән вилайитидин йөткәлгәнләр сани 450 миңға йетидикән. Нөвәттә , хитайниң бу йил ахирғичә бир милйон икки йүз миң әмгәк күчини хитай өлкилиригә йөткәш пиланини әмәлийләштүрүш үчүн йәрлик даириләр давамлиқ җиддий түрдә һәрикәт қиливатқан болуп, бәзи йезилардики толуқсиз һәм толуқ оттура мәктәпләрдә оқуғучиларни болупму қиз оқуғучиларни мәхсус кәспий техника маарипи буйичә тәрбийиләшни күчәйтип , хитайға йөткилидиған запас адәм күчи үчүн тәйярлиқ көрмәктә икән.
Нөвәттә уйғур елидә әмгәк күчини сиртларға йөткәштә үлгилик наһийә 21 гә йәткән . Бу наһийиләр асасән уйғурлар зич олтурақлашқан қәшқәр ,хотән һәм ақсу қатарлиқ вилайәт вә қизилсу областидики наһийиләр .
Гәрчә хитай һөкүмити , хитай өлкилиригә йөткәлгән уйғур қизлириниң барған завут - карханилирида яхши кирим қиливатқанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма хитай өлкилиридики завутларға барған бәзи уйғур қизларниң инкас қилишиға қариғанда , хитайниң йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәш пилани мәҗбурий йосунда йүзгүзүлүватқандин башқа , хитай завутлирида уйғур қизлириниң әмгәк һәм инсаний һәқ - һоқуқлири еғир дәхлигә учримақта икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш ишлири давамлашмақта
- Хитай һакимйитиниң аталмиш " ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йүзләндүрүш" сияситиниң сири
- Үрүмчидә хизмәтчи қобул қилиш һәққидә чапланған бир хитайчә елан интернеткә чиқти
- 100 Миң кишилик пахта териш қошуни уйғур елигә келишкә башлиди
- Үрүмчидә сахта гуваһнамә ясап бейиған бир аққун паш болди
- Хитай һөкүмити уйғур елигә пахта теришкә барған көчмән хитайларни мукапатлимақчи
- Хитай һөкүмитиниң уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сиясити тосалғуға дуч кәлмәктә
- Дуня уйғур қурултийи кучада қизлирини қоғдиған ата - аниларниң бесиқтурулғанлиқини әйиблиди
- Сәншидики қара хумданда қул қилинған адилҗан техичә өзигә тегидиған иш һәққини алмапту