Хитай, уйғур ешинчи әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәш сияситини изчил давамлаштурмақта
2007.12.27
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи, хитайниң яш уйғур ешинча әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәш сияситигә изчил наразилиқ билдүрүп, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу мәсилигә йеқиндин көңүл бөлүшини тәкитләватқан бир пәйттә, хитай ахбарат вастилирида маралбеши наһийисидә қисқиғина вақит ичидә 2700 дин артуқ уйғур яшниң хитай өлкилиридики завутларға йөткәлгәнлики ашкариланди.
Бу һәқтә берилгән хитай хәвиридә, маралбеши наһийисиниң хитай даирилири чақирған ешинча әмгәк күчлирини хитайға йөткәш сияситигә йеқиндин аваз қошуп, хитай завутлириға ишчи йетиштүрүш мәхсус курсидин 182 қарар ечилғанлиқи, 105 миң адәм - қетим яш ешинча әмгәк күчини хитай тилида тәрбийилигәнлики тәкитләнгән.
Уйғур сиясий паалийәтчилириниң қаришичә, хитайниң намрат уйғур деһқанлирини бай қилиш дегән чирайлиқ шуар астида, ешинчи әмгәк күчини хитай өлкилиригә йөткәш сияситиниң маһийити, уйғур миллитини асмилиятсийә қилиш қәдимини тезлитиш болуп, буниңға нөвәттә хитайдики әң җиддий мәсилиләрдин бири болған әрләр нисбити көпийип кетиш кризисини тәңшәшкә охшаш, уйғур миллитигә қаритилған бастурмичилиқ сиясити йошурунған икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай уйғур йезилиридин һәр йили 300 миң кишини йөткимәкчи
- Уйғур илидин хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәп әмгәккә селинған қизларниң бир қисими қайтип кәлди
- Қизилсу аптоном областидин 60 миң деһқан ишқа орунлаштуруш баһанисида юртидин йөткәлди
- Керийидә йеза нопусиниң йерими ишқа орунлаштуруш баһанисида сиртларға йөткәлгән
- Хитай әлчиханиси қизлар мәсилисигә инкас қайтурди
- Рабийә қадир ханим хитайниң адәм әткәсчилики һәққидә испат бериду
- Хитай һөкүмити уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш пиланини җиддий елип бармақта
- Уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш ишлири давамлашмақта
- Үрүмчидә хизмәтчи қобул қилиш һәққидә чапланған бир хитайчә елан интернеткә чиқти
- Хитай һөкүмитиниң уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сиясити тосалғуға дуч кәлмәктә