Бу йил уйғур елидә йәнә төт миңға йеқин адәм әйдиз билән юқумланди


2007.11.05

Уйғур елидә тунҗи әйдиз бимари1995- йили байқалғандин буян, һазирға кәлгүчә әйдиздин юқумлиниш әһвалида җиддий өрләш көрүлгән болуп, уйғур или әйдиз вируси билән юқумлиниш көлими җәһәттә хитай буйичә 4- орунда туридикән.

"Шинҗаң астанә гезити " дә хитай дөләтлик әйдиз юқум әһвали статистика әһвалидин нәқил елип көрситишичә, һазир уйғур елидә әйдиз вируси билән юқумланғанларниң сани 60 миңдин ешип кетидиған болуп, юқумланғучилар асасән или области, үрүмчи шәһири, ақсу вә қәшқәр вилайәтлири қатарлиқ 14 област, вилайәт вә шәһәрдики 90 наһийигә җайлашқан.

Мәлум болушичә, 1995- йилидин буян һазирға кәлгүчә уйғур или әйдиз юқум әһвалида изчил өрләш көрүлгән болуп, шинхуа агентлиқида көрситилишичә, 2005 - йили 9- айдин 2006- йили 9 ‏- айғичә уйғур елидә йеңидин әйдиз вируси билән юқумланған киши сани 6000 ға йетип юқум әһвали күнигә 17 кишидин тоғра кәлгән.

Әмма бу йиллиқ өрләш әһвали өткән йилиға қариғанда мәлум дәриҗидә төвәнлигән болсиму, шинҗаң астанә гезитидә ашкарилинишичә, бу йил 9- айғичә уйғур елидә йеңидин әйдиз вируси билән юқумланғанларниң сани 3681 адәмгә йетидикән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.