Хитайлар, уйғур елидин хитайға тошулған ишләмчиләрни мәдәнийәтсиз дәп һақарәтлиди
2007.04.16
Йеқиндин бери хитай мәтбуатлирида хитай өлкилиригә уйғур елидин нимкар ишләшкә елип кетилгән қизлар һәққидә һәрхил кәмситиш түсини алған сөз-ибарә вә җүмлә- баянлар көп көрүлүшкә башлиди.
Йеқинда қәшқәрдики хитай рәһбәрләр, хитайда ишләшкә елип кетилгән қиз ишләмчиләрниң бурун мәйнәт болуп, мунчиға чүшүшкә қейиқ болуштәк начар турмуш адәтлириниң хитайға кәлгәндин кийин аста-аста өзгәрткәнлики һәққидә тохталған иди. Униңдин башқа, уйғур елидин хитайға ишләмчиликкә тошуп кетилгәнләр сепигә йәнә бир түркүм таҗик қизлар қошулған болуп, бу қизлар тоғрисидиму хитай мәтбуатлирида һәрхил кәмситиш түсини алған соз баянлар берилди.
Қәшқәр намратларни йөләш учури торида 16- април берилгән хәвәрдин ашкарлинишичә, алдинқи күни чаңчүн кийим-кечәк ширкитигә нимкар ишләш үчүн ташқорған наһийисидин 67 нәпәр қиз тошуп кетилгән. Мәлум болушичә, бу ташқорған наһийисидин хитай өлкилиргә иккинчи түркүм йолға селинған қизлар икән. Алдинқи нөвәт 60 нәпәр таҗик қиз тийәнҗиндики бир кийим тикиш завутиға елип кетилгән иди.
Һазирға қәдәр ташқорғандин илгири- кийин болуп җәмий 127 нәпәр қиз хитайға тошуп кетилди. Хитай ахбарат васитилириниң тор бәтлиридә, бу қизларниң тағидин чиқип хитай шәһәрлиригә йүзлиниши, уларниң көзини ечип, таҗикларниң әнәнивий турмуш адитини өзгәртип аялларниң аилидики орнини юқири көтүрүштә вә техиму нурғун таҗик ханим-қизлириниң идийисини өзгәртиштә актип йетәкчилик рол ойнайду дәп йезилған.
Бу һал дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур күзәткүчиләрни толиму биарам қилди. Уйғур зиялийлар, хитайлар пәқәт хитай шәһәрлиригә барғандила мәдәнийәт өгәнгили болиду, уйғур елидә яшап турғучи һәрқандақ бир етник топ, қалақ һәм иптидаий дегән сәпсәтини илгири сүрмәкчи, дәйду. Уларниң қаришичә йәнә, хитайлар өзи азсанлиқ милләт дәп ативалған милләтләргә болған сәлбий һәм уларниң ғурурини дәпсәндә қилидиған кәмситиш түсигә игә сөз-кәлимилири үчүн уйғур ел - хәлқидин кәчүрүм сориши керәк икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур яшлар хитай өлкилиридә, хитай мәдикарлар уйғур елидә ишқа орунлашмақта
- Уйғур аптоном районида 'баһар шамили' һәрикити башланған
- Уйғур елидә, җинайәт өткүзүватқан яш өсмүрләр көпәймәктә
- Уйғур елидә ишқа орунлишиш вәзийитидә тәңпуңсизлиқ көрүлмәктә
- Уйғур аптоном районида 2 милйондин артуқ әмгәкчи ишсиз турсиму, бу йил ичкиридин 2 милйондин артуқ ишләмчи келип ишлигән
- Бейҗиң һөкүмити очуқ - ашкара һалда хитай оқутқучилирини уйғур елидә ишләшкә әвәтмәктә
- Уйғур елиға йәнә бир түркүм хитай оқуғучилири орунлаштурулди
- Хитайдики 4 милйон алий мәктәп оқуғучисиниң хизмәт тепиши тәс болмақта
- Уйғур елидә мәктәп пүттүрүп, ишқа орунлишалмиғанларниң сани 61 миң 300 гә йәтти
- Бу йил уйғур елидә 2 миң 500 гә йеқин мәмури хадим қобул қилиниду