Уйғур елидики пуқрави карханиларға 30 миңға йеқин хадим орунлаштурулидикән
2007.05.24
Уйғурлардики ишсизлиқ мәсилиси еғир дәриҗидә мәвҗүт болуватқан бир пәйттә, аптоном район һөкүмити 2007 - йиллиқ пуқрави карханиларға хадим тәклип қилиш һәптиликиниң мушу айниң 25 - күнидин 31 - күнигичә елип берилидиғанлиқини елан қилди.
Хитай ахбарат вастилириниң бу һәқтә бәргән хәвәрлиридин ашкарилинишичә, пуқрави карханиларға хадим тәклип қилишта нефит, нефит - химийә , өй - земин, дора ясаш, сода сарай тиҗарити қатарлиқ кәсипләрни өз ичигә алған уйғур елидики 1 миң 691 пуқравий кархана, 132 иш түри буйичә 28 миң 911 хадим тәклип қилидикән.
Әмма , хәвәрдә уйғур елидә юқирида тилға илинған саһәләр буйичә, ишқа орунлаштурулидиғанларниң уйғур яки хитай икәнлики тоғрисида ениқ уқум берилмигән болуп, кимликини ашкарилашни халимиған бир уйғур, нөвәттә уйғур елидә хизмәткә орунлаштурулидиғанлар үчүн хитай болуш, хитай болмиған тәқдирдә хитай тилини пишшиқ билидиған болуш әң муһим шәртләрниң бири һисаплинидиғанлиқини билдүрди.
Хитай даирилири йәнә, уйғур елидики ешинчи әмгәк күчлирини хитай өлкилиридики завут - карханиларға орунлаштуруп, хитайдин уйғур елигә адәм йөткәп келип ишқа орунлаштуридикән.
Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири, хитайниң әмгәк күчлирини өз - ара алмаштуруп орунлаштуришидики мәқсиди, уйғурларни ассмилатсийә қилиш қәдимини тезлитиштин ибарәт дейишмәктә.(Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда харланған бир уйғур қизниң баяни
- Заманимизниң коңул сориғучи аяллири вә яш қизларниң хумдан - завутида җинси қул болиши
- Ким кимниң дүшмини? (2)
- Уйғур елидә йүргүзүлүватқан "2007 - йиллиқ баһар шамили" уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди
- Хитайлар, уйғур елидин хитайға тошулған ишләмчиләрни мәдәнийәтсиз дәп һақарәтлиди
- Уйғур яшлар хитай өлкилиридә, хитай мәдикарлар уйғур елидә ишқа орунлашмақта
- Уйғур аптоном районида 'баһар шамили' һәрикити башланған
- Уйғур елидә, җинайәт өткүзүватқан яш өсмүрләр көпәймәктә