Хитай һөкүмити уйғур диний затлирини компартийә сияситигә бойсундурушқа урунмақта


2007.04.24

Хитай даирилири уйғур диний затларни вәтәнпәрвәр диний зат қилип тәрбийәләш һәрикитини күчәйтишни изчил давамлаштурушқа әһмийәт бериватқан болуп, оттура яш вә яш вәтәнпәрвәр диний затларниң 5 ‏- қарарлиқ курси24 ‏- април күни рәсмий дәрс башлиған.

Хитай ахбарат вастилириниң бу һәқтә бәргән хәвәрлиридин ашкарилинишичә, 2003 ‏- йилидин башлап уйғур елидә елип берилған вәтәнпәрвәр затларни тәрбийәләш һәрикити, ишәнчилик , вәтәнни сөйүш қизғинлиқи юқири оттура яш вә яш диний затлар қошуни бәрпа қилишни мәқсәт қилған.

Хитайниң уйғур елидики партком әмәлдари шәвкәт иминниң сөзини нәқил кәлтүргән хәвәрдә": вәтәнпәрвәр диний затлар өзиниң бурчи, мәсулийәт туйғуси вә тәхирсизликини техиму күчәйтип, вәтәнни , динни сөйүштәк яхши әнәнисини давамлиқ җари қилдуруп, динға етиқад қилидиған аммини иттипақлаштуруп, " уч хл күч" кә қарши күрәш қилишқа йетәкләп вә динний сотсиялистик җәмийәткә маслаштуруштики башламчилиқ ролини җари қилдуруп, инақ шинҗаң бәрпа қилишқа төһпә қошуш керәк" дегән.

Динни, компартийә сияситигә тәдбиқлаш уқуминиң хитайдин башқа дуняниң һечқандақ йеридә тәшәббүс қилинмайдиғанлиқини билдүргән, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит , шавкәт иминниң сөзигә қаттиқ рәддийә берип, хитай даирилириниң һечқачан хәлққә диний әркинлик бәрмигәнликини, компартийә сиясити билән динни бир - биригә маслаштуруш принсипиниң өзи диний әркинликни контрол қилишниң әң чоң дәлил испати һесаблинидиғанлиқини оттуриға қойди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.