Уйғур елида намрат йеза - кәнтләрдики мәктәпләргә оқутқучи қобул қилиниду
2007.08.23
Хитай ахбарат вастилири, уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң йеқинда уйғур ели тәвәсидин 1000 ға йеқин кишини оқутқучилиққа қобул қилидиғанлиқини елан қилди.
Хәвәрдин мәлум болушичә, уйғур елида оқутқучилиққа қобул қилинидиған намзатлар, алди билән чоқум язма имтиһанға қатнишидикән вә имтиһанға қатнашқучиларниң чоқум нуқтилиқ алий мәктәпләрни пүттүргән болуши шәрт қилинидикән.
Имтиһан вә һәр хил таллаш шәртлиригә уйғун кәлгәнләр, уйғур елиниң 20 наһийисидики йеза вә кәнт мәктәплиридә оқутқучилиқ вәзиписини өтәп, 3 йилдин кейин, наһийә вә шәһәрләрдики оттура башланғуч мәктәпләргә йөткилидикән.
Аптоном районниң мәсуллири буниңдин кейин намрат районлардики мәктәпләргә оқутқучи қобул қилишни кәң йолға қоюп, чәт йеза районлиридики хитай болмиған милләтләрниң маарип тәрәққиятини илгири сүридиғанлиқини билдүргән.
Бирақ дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит, оқутқучилиққа қобул қилинғучиларниң хитай һөкүмити җар селип келиватқан " қош тиллиқ " маарип сәвийисигә уйғун келиш шәрти бойичә таллинидиғанлиқини, бундақ шараитта хитай тил сәвийисиниң алдинқи шәрт қилинип, хитай өлкилиридә оқуған аз сандики уйғур оқуғучилар яки хитайларниң таллинидиғанлиқини билдүрмәктә. Уйғур елидики алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучилар узундин бери, хитай тили сәвийисиниң төвәнликидин ишқа қобул қилинмай кәлмәктә. ( Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай уйғур елиниң наһийә - йезилирида " қош тиллиқ " маарипни күчәйтмәктә
- Қош тил маарип хәлқара илмий муһакимә йиғини үрүмчидә өткүзүлди
- Үрүмчи қош тиллиқ маарип бойичә хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечилди
- "Хитайниң қош тиллиқ маарипи уйғур тилини йоқитишни мәқсәт қилған" намлиқ доклат елан қилинди
- Уйғур елиниң җәнубий районлирида "қош тил" йәслилири көпәймәктә
- Америка дөләт мудапиә министирликиниң офитсер тәрбийиләш пиланида ' уйғур тили' му бар
- Уйғур милли маарипи һәқиқәтән дәвирниң кәйнидә қалдиму ?
- Хитай һөкүмити уйғур йезилирида "қош тил йәслиси" қурушни кеңәйтмәктә