Уйғур елидә асперантлиққа илтимас қилғучиларниң омуми сани азайди, лекин йәрлик илтимасчилар көпәйди
2007.11.30
Уйғур аптоном районида 2008 - йиллиқ аспирантлиқ имтиһаниға қатнишишни илтимас қилғучиларниң омуми сани йеқинқи 7 йилдин бери тунҗи қетим азайған болсиму, лекин йәрлик милләтләрдә асперантлиққа илтимас қилғучилар көпәйгән.
Хитай мәтбуатлириниң әскәртишичә, бу йил уйғур аптоном райони буйичә 12480 нәпәр адәм асперантлиққа илтимас қилған болуп, хәвәрләрдә буниң өткән йилқидин 133 адәм азайғанлиқини, лекин йәрлик милләтләрдә илтимас қилғучиларниң санида көпийиш болғанлиқини билдүрди.
"Тәңритағ тори" да 2008 - йиллиқ аспирантлиқ имтиһаниға илтимас қилғучи йәрлик милләтләрниң санини 3243 нәпәр, дәп елан қилған вә бу сан омуми санниң%26 ни игиләйдиғанлиқини илгири сүргән. Хитайлар уйғур аптоном райони нопусиниң%42 ни игилишигә қаримай, асперантлиққа имтиһан беришкә тизимлатқанларниң тәхминән % 75 ни шулар игилимәктә. " Тәңритағ тори" ниң бу һәқтики бир хәвиридә, бу йил аспирантлиқ имтиһаниға йәрлик милләтләрдин 317 адәм көп тизимлатқанлиқини билдүрди. Лекин көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бу ешишни уйғурларниң райондики нопуси вә тибәтләргә селиштурғанда көп дегили болмайду.
Тибәт аптоном районида 2008 - йиллиқ аспирантлиқ имтиһаниға тизимланғанларниң омуми сани 1965 нәпәр болуп, бу сан уйғур елидә тизимланған йәрлик милләтләрдин көп болмисиму, лекин бу йил тибәтликләрниң асперантлиққа илтимас қилиш нисбити өткән йилқидин %87 ашқан. Көзәткүчиләр, уйғур асперантларниң көпийәлмәсликигә оқуш пүттүрсә хизмәт тепишниң қийинлиқи сәвәбчи болуватқанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити қәшқәр, хотән, ақсу районлирида хитайчә оқуйдиған уйғур балилириниң санини йилдин - йилға көпәйтмәктә
- Хитайниң уйғур елидики "қош тил маарипи" қәдимини вә "қош тил оқутқучилар қошунини илгири сүрүш" истратегийиси
- Хитай, уйғур аптоном районидики оқуш йешиға тошмиған өсмүрләргә хитайчә өгитиш үчүн мәбләғ аҗратти
- Уйғур илидики ислам дини мәктипи партийә мәктипигә айландурулмақта
- Үрүмчидә мәктәпләрдики " қара күч" гуруһларни тазилаш елип берилмақта
- Үрүмчидә оқуғучиларниң оттура - башланғуч мәктәпләргә кириши қийин болмақта
- Хитай, уйғур елиниң йеза кәнтлиригичә " қош тиллиқ " маарип сияситини кеңәйтмәктә
- Уйғур елидики сәккиз шәһәрдә " шинҗаң толуқ оттура синиплири" тәсис қилинди
- Уйғур елида намрат йеза - кәнтләрдики мәктәпләргә оқутқучи қобул қилиниду