Уйғур илидики 13 орун б д т қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқлири тизимликигә киргүзүлди


2007.11.19

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға сунулидиған "йипәк йоли" қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқлири тизимликигә уйғур илидики бәш қәдимий шәһәргә җайлашқан 13 орун киргүзүлгән.

Тәңритағ торида көрситишичә, "йипәк йоли" дуня мәдәнийәт ядикарлиқлирини илтимас қилиш хизмити, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан вә хитай қатарлиқ бәш дөләттә бирликтә елип берилған болуп, буларниң ичидә уйғун елидин талланған районлар, турпан вилайитигә җайлашқан ярғол қәдимий қәләси, идиқут шәһири харабиси, безәклик миңөй, астанә қәдимий қәбристанлиқи, туюқ таш ғари, қәдимий қәбрә излири, корла тәвәсидики кроран қәдимий шәһәр харабиси, ақсу тәвәсидики су беши саңрам харабиси, қизил миңөй, қумтура миңөй, сим-сим миңөй, қәшқәр опалдики мәһмуд қәшқири мәқбәриси вә хотәнгә җайлашқан нийә қәдими шәһәр харабиси қатарлиқлар бар.

Һазир америкида яшаватқан бир уйғур археологниң билдүрүшичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хели йиллардин бери уйғур елидики мәдәний ядикарлиқ орунлирини қоғдаш қурулушиға иқтисади вә маддий ярдәмләрни берип келиватқан болуп, пәқәт 1996- йилдила турпандики идиқут қәдимий шәһирини қоғдаш хизмитигә бир милйон америка доллири ярдәм қилған болсиму, бу мәбләғ дәл җайида ишлитилмәй, мәзкур җайларда хизмәт қиливатқан хадимларниң ишханисини безәш ишлириға ишлитилгән икән.

Униң билдүрүшичә йәнә , хитайлар уйғур елидики мәдәний ядикарлиқ орунлирини асраш қурулушиға пәқәт күч сәрп қилмиған болуп, бу нөвәтлик илтимасму пәқәт хитайлар йәнә б д т дин пул елишини мәқсәт қилған болуши мумкин икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.